Мәзмунға өтүш

Муқәддәс китапниң тәлимлири — чәксиз даналиқ

Муқәддәс китапниң тәлимлири — чәксиз даналиқ

ТӘСӘВВУР ҚИЛИП БЕҚИҢ: сиз қедимий ядикарлиқларға толған тарихий музейни арилап зиярәт қиливатисиз. Көргәзмә заллирини айлинип жүрүп, көпинчә ядикарлиқларниң конирап упрап кәткән, бузулған яки рәңги суслишип өчүп кәткәнлиги байқидиңиз. Бәзи ядикарлиқларниң пәқәт ушшақ парчилири қалған еди. Амма кишини һәйран қалдуридиған йери, бир ядикарлиқ үстидики мурәккәп нәқиш вә шәкилләрниң ушшақ сизиқлирини йәнила ениқ пәриқләндүргили болатти. Сиз экскурсия йетәкчисидин: «Бу ядикарлиқниң жили бизниң заманимизға бәк йеқинму?»— дәп соридиңиз. У: «Яқ, көпинчә ядикарлиқларға қариғанда, буниң тарихи узунирақ вә һечқачан ремонт қилинмиған»,— дәп җавап бериду. Сиз йәнә униңдин соридиңиз: «Ундақта, у яхши асрап сақланған охшимамду?» Экскурсия йетәкчиси: «Яқ, бу қаттиқ қар-ямғур вә боран-чапқунларни баштин өткүзгән вә бәзиләр қәстән уни вәйран қилишқа урунған»,— деди. Шу чағда, бәлким сиз һәйран болуп, көңлиңиздә: «У немидин ясалғанду?»— дәп сорайсиз.

Мәлум мәнада, Муқәддәс китап қедимий ядикарлиқларға охшайду. Көпинчә қедимий китапларға селиштурғанда, униң тарихи узунирақ. Нурғун қедимий китаплар вақитниң өтүшигә әгишип, конирап хети суслишип оқуғусиз болуп кетиду. Бәзилириниң мәзмуни заманавий илим-пәнгә зит, бәзилириниң мәзмуни умумлашқан заманавий тиббий давалаш илимиға мас кәлмәйду. Бүгүнгә қәдәр сақлинип қалған нурғун қедимий әсәрләр толуқ сақланмиған, вәйран болған яки ушшақ үзүндилири қалған.

Муқәддәс Язмилар болса, у башқа қедимий язмилардин пәриқлиниду. Муқәддәс китап 3500 жил илгири йезилишқа башланған. Амма у толуқ сақланған. Әсирләр бойи у көйдүрүлүш, мәнъий қилиниш вә камситилиш қатарлиқ түрлүк һуҗумларға дуч кәлгән болсиму, у йәнила сақлинип қалған. Лекин вақит өткәнсири Муқәддәс китап өзиниң вақтиниң өтүп кәтмигәнлигинила әмәс, бәлки заманавий илим-пәнгә мас келидиғанлиғиниму испатлиған.

БИЗ МУҺТАҖ БОЛҒАН ӘМӘЛИЙ КӨРСӘТМИЛӘР

Бәлким сиз: «Муқәддәс китаптики тәлимләрниң бүгүнки тәрәққий қилған дунияда пайдиси барму?»— дәп сорайдиғансиз. Бу соалға җавап тепиш үчүн авал өзүңиздин: «Бүгүнки күндә инсанийәт қандақ чоң қийинчилиқларға дуч келиватиду? Кишиләрни әң вәһимигә салидиғини қайси?»— дәп сорап көрүң. Бәлким урушлар, муһит булғиниши, җинайәт яки парихорлуқ мәсилилири тоғрилиқ ойлайдиғансиз. Келиң, Муқәддәс китаптики бәзи асасий тәлимләрни көрүп бақайли. Шуларни көргәч, өз-өзүңиздин: «Әгәр адәмләр бу тәлимләргә мас һаят кәчүргән болса, бу дуния қанчилик гөзәл болуп кетәр еди?»— дәп сораң.

ТЕЧЛИҚПӘРВӘРЛИК

«Течлиқпәрвәрләр бәхитлик, чүнки улар Худаниң оғуллири дәп атилиду» (Мәтта 5:9). «Имканийәтниң баричә көпчилик билән инақ өтүңлар» (Римлиқларға 12:18, ҺЗ).

РӘХИМДИЛ ВӘ КӘЧҮРҮМЧАН БОЛУШ

«Рәһимдил болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларға рәһимдилдур» (Мәтта 5:7, ҺЗ). «Һәтта бириңларниң башқа биригә қарши шикайитиңлар болса, давамлиқ кәң қосақ болуп, бир-бириңларни чин қәлбиңлардин кәчүрүңлар. Йәһва * силәрни чин қәлбидин кәчүргәндәк, силәрму шундақ кәчүрүңлар» (Колосилиқларға 3:13, ЙД).

МИЛЛӘТЧИЛИКТИН АЗАТ БОЛУШ

«Пүтүн йәр йүзидә яшисун дәп, Худа барчә милләтләрни бир адәмдин вуҗудқа кәлтүрди» (Әлчиләр 17:26, ЙД). «Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болушидин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини... қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим» (Әлчиләр 10:34, 35, ҺЗ).

ЙӘРНИ АСРАШ

«Пәрвәрдигар Худа Адәм атини Ерәм баққа ишләп уни пәрвиш қилсун, дәп у йәргә қойған еди» (Яритилиш 2:15, ҺЗ). Пәрвәрдигар «йәр йүзини гумран қилғанларни һалак» қилиду (Вәһий 11:18, ҺЗ).

АЧКӨЗЛҮК ВӘ ӘХЛАҚСИЗЛИҚТИН НӘПРӘТЛИНИШ

«Һәр хил ачкөзлүктин пәхәс болуңлар вә сақлиниңлар. Чүнки киши һәр қанчә бай болуп кәтсиму, униң һаяти мал-мүлкиниң көплүгигә бағлиқ әмәс» (Луқа 12:15, ҺЗ). «Җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду» (Әфәсликләргә 5:3, ҺЗ).

РАСТЧИЛ ВӘ ИШЧАН БОЛУШ

«Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз» (Ибранийларға 13:18, ҺЗ). «Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун» (Әфәсликләргә 4:28, ҺЗ).

МУҺТАҖЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИШ

«Жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар» (Салоникилиқларға 1-хәт 5:14, ҺЗ). «Қийинчилиқта қалған житим-йесир,... тул аялларға ғәмхорлуқ [қилиңлар]» (Яқуп 1:27, ҺЗ).

Муқәддәс китаптики бу һәқиқәт сөзлири бизни һаяҗанландурупла қалмай, бәлки уларни күндилик турмушимизда қандақ қоллиниш керәклигини үгитиду. Әгәр адәмләрниң көпинчиси бу тәлимләр бойичә яшиған болса, қанчилик көп қийинчилиқларни һәл болуп кетәр еди, һә! Шәк-шүбһисизки, Муқәддәс китаптики принциплар илгирики вақитлардинму бәкирәк әмәлий қоллинишчан вә пайдилиқ! Муқәддәс китап шәхсән сизгә қандақ ярдәм берәләйду?

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМЛИРИ ҚАНДАҚ ПАЙДА ӘКЕЛИДУ?

Бир данишмән киши: «Һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду»,— дәп ейтқан (Мәтта 11:19, ҺЗ). Сиз бу пикиргә қошаламсиз? Ениқки, мәслиһәтни әмәлий қоллинип, униң пайдисини көргәндин кейинла, уни дана мәслиһәт дәп ейтса болиду. Шуңа бәлким сиз: «Әгәр Муқәддәс китап һәқиқәтән әмәлий пайдилиқ китап болса, ундақта у һаятимда мени мол мевә беришкә йетәклиши керәк әмәсму? Бу китап дуч келиватқан қийинчилиқлиримни һәл қилишимға қандақ ярдәм берәләйду?»— дәп ойлишиңиз мүмкин. Келиң, бир мисални көрүп чиқайли.

Мәрийәмниң * һаяти мәналиқ вә нәтиҗилик еди. Бирақ униң бешиға кәйни-кәйнидин қийинчилиқлар кәлгән. Башта өсмүрлүк йешидики қизи өлүп кәтти. Кейин йолдиши уни ташлап кәтти. Униң үстигә у ихтисадий қийинчилиқларға дуч кәлди. У бешидин өткүзгәнлирини есигә елип: «Әнди мән ким? Қизим, ерим, өйүм һәм йоқ болди. Яшашниң мән үчүн бир әһмийити яки мәниси йоқтәк һис қилдим»,— дегән.

Мәрийәм өзиниң бешидин өткүзгән ишларни әсләп, Муқәддәс китаптики сөзләрниң һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзгән еди: «Өмримиз йәтмиш жилчә болар, сәксәнгә улишар мағдири барлар. Амма әң яхши чағлиримизму җапа вә қайғуда өтәр, күнлиримиз көзни жумуп ачқичә түгәр, һаятимиз учқандәк өтүп кетәр» (Зәбур 90:10, [89:10, ҺЗ].

Мәрийәм әшу әң қийин вақитларда Муқәддәс китаптин тәсәлли тапқан еди. Келәрки мақалиләрдә көрситилгәндәк, нурғун кишиләр Муқәддәс китапниң қаидә-принциплирини әмәлийәттә қоллинип, һаятини пүтүнләй өзгәртәләйдиғанлиғини чүшинип йәткән. Улар Муқәддәс китап жуқурида тилға елинған музейдики бир ядикарлиққа охшайду, дегән пикиргә қошулиду. Бу Китап башқа нурғунлиған кона вә вақти өткән китаплардин көп пәриқлиниду. Буниң сәвәви немә? Бу китапниң өзгичә тарихи болғанму? Униңда йезилған һекмәтлик сөзләр адәм балисидин әмәс, Худадин кәлгәнму? (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13)

Бәлким сиз һаят қисқа екәнлигини вә азап-оқубәтләргә толғанлиғини етирап қилисиз. Бешиңизға еғир күн чүшкәндә, сиз қәйәрдә тәсәлли вә ярдәм беридиған ишәнчилик мәслиһәтләрни издәйсиз?

Келиң, Муқәддәс китап шәхсән сизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп чиқиң. У төвәндики үч нәрсини үгитәләйду:

  1. қийинчилиқлардин имканийәт баричә нери турушни

  2. қийинчилиқларни һәл қилишни

  3. қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришни

Кейинки мақалиләрдә Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр һаятта қандақ ярдәм беридиғанлиғи муһакимә қилиниду.

^ 10-абзац Муқәддәс китап Худаниң исми Йәһва, дәйду (Зәбур 83:18 [82:19]).

^ 24-абзац Бәзи исимлар өзгәртилгән.