Йәһва гувачиси болуш үчүн немә қилишим керәк?
Мәтта 28:19, 20дә Әйса Мәсиһ Йәһва гувачиси болуш үчүн қандақ қәдәмләр қоюш керәклиги һәққидә ейтқан. Мошу айәтләрдә адәм Мәсиһниң шагирти болуш үчүн немә қилиш һаҗәтлиги, мәсилән, Йәһва Худа тоғрилиқ сөзләш яки вәз қилиш керәклиги йезилған.
1-қәдәм: Муқәддәс китаптики тәлимләрни тәтқиқ қилиш. Әйса пәйғәмбәр әгәшкүчилиригә «шагиртларни тәйярлаңлар... уларға үгитиңлар» дәп тапшурған (Мәтта 28:19, 20). «Шагирт» дәп тәрҗимә қилинған сөз удул мәнада «үгәнгүчи» дегинини билдүриду. Муқәддәс китаптики, асасән Әйса Мәсиһниң тәлимлиридики, мәлуматлар һаятиңизниң бәхитлик һәм мәналиқ болушиға ярдәм бериду (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Биз сизниң Муқәддәс китапни һәқсиз тәтқиқ қилиш программиси арқилиқ Муқәддәс китаптики тәлимләрни биливелишиңизгә ярдәм беришкә хурсәнмиз (Мәтта 10:7, 8; Салоникилиқларға 1-хәт 2:13).
2-қәдәм: Билгәнлириңизни әмәлийәттә пайдилиниң. Әйса Мәсиһниң сөзлири бойичә, үгәнгүчиләр униң «буйриған барлиқ нәрсиләргә әмәл қилиши» зөрүр (Мәтта 28:20). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш пәқәтла әқлимизни мәшиқләндүрүш усули әмәс, у бизни көзқаришимизни вә жүрүш-турушимизни кәскин өзгәртишкә дәвәт қилиду (Әлчиләр 10:42; Әфәсликләргә 4:22—29; Ибранийларға 10:24, 25). Әйсаниң сөзлиригә риайә қилидиғанлар униңға тәқлит қилип, һаятини Йәһва Худаға беғишлашқа шәхсий қарар қилиду (Мәтта 16:24).
3-қәдәм: Суға чөмдүрүлүш мәрасимдин өтүш (Мәтта 28:19). Муқәддәс китапта чөмдүрүлүш дәпнә билән селиштурилиду (Римлиқларға 6:2—4 селиштуруң). Бу адәмниң бурунқи һаят тәрзини ташлап, һаятини йеңидин башлишини билдүриду. Сиз чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә, Әйса Мәсиһ ейтқан жуқуридики икки қәдәмни қойғанлиғиңизни вә Худадин пак виждан сориғанлиғиңизни адәмләрниң көз алдида көрситисиз (Ибранийларға 9:14; Петрусниң 1-хети 3:21).
Чөмдүрүлүштин өтүшкә тәйяр екәнлигимни қандақ биләләймән?
Җамаәтниң ақсақаллириға мураҗиәт қилиң. Улар сиз билән сөзлишип, алған билимлириңизни тоғра чүшиниватқанлиғиңизға вә уларни һаятиңизда қоллиниватқанлиғиңизға һәм Худаға ихтиярлиқ билән беғишлиниватқанлиғиңизға көз йәткүзиду (Әлчиләр 20:28; Петрусниң 1-хети 5:1—3).
Бу қәдәмләр Йәһва гувачилириниң балилириға тегишликму?
Һә. Биз Муқәддәс китаптики «Йәһва буйриғандәк тәрбийиләңлар һәм нәсиһәт бериңлар» дегән мәслиһәткә қулақ селип, балилиримизни тәрбийиләймиз (Әфәсликләргә 6:4). Бирақ балилар өскәнсири, суға чөмдүрүлүштин авал Муқәддәс китап тәлимлирини тәтқиқ қилишқа, қобул қилишқа вә әмәлийәттә қоллинишқа шәхсий қарар чиқириши керәк (Римлиқларға 12:2). Чүнки Худаға ибадәт қилишни һәр ким шәхсий таллиши лазим (Римлиқларға 14:12; Галатилиқларға 6:5).