Күзитиш мунари, Муқәддәс китап вә варақчилар җәмийити дегән немә?
Күзитиш мунари, Муқәддәс китап вә варақчилар җәмийити (Пенсильвания) — бу 1884-жили Пенсильвания штатиниң (АҚШ) қанунлириға лайиқ тәшкилләнгән тиҗарәтлик әмәс тәшкилат. Йәһва гувачилири Муқәддәс китапни вә униңға асасланған әдәбиятларни, шундақла уларниң хәлиқара паалийитигә бағлиқ болған башқиму ишларни әмәлгә ашуруш үчүн мошу тәшкилатни пайдилиниду.
Күзитиш мунари Җәмийитиниң низамнамисида бу тәшкилатниң «диний, маарип вә хәйир-сахавәтлик» мәхсәтләр үчүн, шу җүмлидин «Мәсиһ Әйсаниң һөкүмранлиғи астида Худа Падишалиғи тоғрилиқ хуш хәвәрни вәз қилиш» үчүн қурулған дәп йезилған. Пәқәт тәклип арқилиқла җәмийәтниң әзаси болуш мүмкин; җәмийәткә әза болуш ианиниң аз-толилиғиға бағлиқ әмәс. Җәмийәтниң әзалири вә мудирлири Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңишигә ярдәм көрситиду.
Әдлийәлик шәхсләр билән һәмкарлишиш
Күзитиш мунари, Муқәддәс китап вә варақчилар (Пенсильвания) җәмийитидин башқа Йәһва гувачилири һәрхил мәмликәтләрдики башқиму көплигән әдлийәлик шәхсләр билән һәмкарлишиду. Мошу тәшкилатларниң бәзибирлириниң намлирида Watch Tower, Watchtower («Күзитиш мунари») дегәнгә охшаш сөзләр яки йәрлик тиллардики эквивалентлири учришиду.
Биз мошу әдлийәвий шәхсләрниң ярдими билән (уларниң уюштурулишидин башлап) әҗайип нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәлидуқ. Улар төвәндикиләрдин ибарәт:
Язғучилиқ вә тәһририй паалийәт. Биз Муқәддәс китапниң 220 миллионға йеқин нусхилирини вә ошуқ 40 миллиардқа йеқин Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни нәшир қилдуқ. Бизниң әдәбиятларни 900дин ошуқ тилда оқушқа болиду. jw.org торбетидә Муқәддәс китапни 160дин ошуқ тилларда оқушқа болиду вә «Худаниң Падишалиғи дегән немә?» — дегәнгә охшаш соалларниң җаваплирини тепишқа болиду.
Тәлим бериш паалийити. Биз тәлим бериш программиси Муқәддәс китапқа асасланған һәрхил мәктәпләрдә тәлим беримиз. Мәсилән 1943-жилдин башлап 9000дин артуқ Йәһва гувачиси Күзитиш мунариниң Гилиад намлиқ Муқәддәс китап мәктивидики җиддий курсларни түгәтти. Бу мәктәпни тамамлиған учумкарлар миссонерлар болуп хизмәт қилиду, җамаәтләрни мустәһкәмләйду вә шундақла тәшкилатимизниң пүткүл дуниядики паалийитини қоллап-қувәтләйду. Буниңдин башқа миллионлиған адәмләр, шу җүмлидин уларниң арисидики Йәһва гувачиси әмәс адәмләрму йәрлик җамаәтләрдә һәр һәптидә өткүзүлидиған учришишларда тәлим алиду. Биз шундақла саватини ечиш курслириниму өткүзимиз. Буниң үчүн 120 тилда дәрислик нәшир қилдуқ. Униң ярдими билән оқуп-йезишни үгинивелишқа болиду.
Хәйри-сахавәтлик паалийәт. Биз адәмниң әйивидин (мәсилән, 1994-жили Руандида болған миллий қирғинчилиқ) яки тәбиий апәтниң нәтиҗисидин (мәсилән, 2014-жили Гаитида йүз бәргән йәр тәврәш) зәрдап чәккәнләргә инсанпәрвәрлик ярдәм көрситимиз.
Гәрчә, мошу әдлийәлик шәхсләрниң ярдими арқилиқ нурғун ишлар әмәлгә ашқан болсиму, бизниң асасий паалийитимиз уларға бағлиқ әмәс. Худаниң хуш хәвәрни җакалаш вә Мәсиһниң шагиртлирини тәйярлаш әмрини орунлашта һәрбир мәсиһий шәхсий җавапкәрликкә егә (Мәтта 24:14; 28:19, 20). «Өстүрүватқан Худа» бизни йәниму бәрикәтләйдиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Коринтлиқларға 1-хәт 3:6, 7).