Йәһва гувачилири Муқәддәс китапни өз тәлимлиригә мас өзгәртивалғанму?
Яқ, ундақ әмәс. Әксичә, тәлимлиримизниң Муқәддәс китапқа мас кәлмигәнлигини чүшәнгәндә, уларни өзгәрттуқ.
1950-жили «Муқәддәс китап. Йеңи Дуния тәрҗимиси» чиқишидин авал узақ вақит бурун биз Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған. Биз қолда бар тәрҗимиләрни пайдилинип, тәлимлиримизни шәкилләндүргән. Йәһва гувачилириниң узақ вақиттин бери ишәнгән бирнәччә тәлимлирини қараштуруп, улар әслидә Муқәддәс китапниң ейтиватқанлиғиға мас кәлгән-кәлмигәнлигини өзүңиз қарар қилиң.
Худа Үчбирлик әмәс. 1882-жилниң июль санидики «Сион күзитиш мунари» журналида (ингл.) мундақ йезилған еди: «Оқурмәнлиримиз биз Йәһва Худаға, Әйса Мәсиһкә вә муқәддәс роһқа ишинидиғанлиғимизни билиду. Униңдин ташқири, Муқәддәс китапқа тамамән мас кәлмәйдиған бир шәхстики үч илаһ яки башқиларниң ойичә, бир илаһтики үч шәхс һәққидики тәлиматни рәт қилидиғанлиғимиздин хәвәрдар».
Муқәддәс китапта немә йезилған? «Тәңримиз Рәб Худавәндә өзи бирдур» (Қанун шәрһи 6:4, Муқәддәс Калам). «Бирақ биз үчүн пәқәт йеганә Худа, йәни әрштики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш, биз үчүн йеганә бир Рәб, йәни рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат у арқилиқ мәвҗуттур. Бизму у арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ» (Коринтлиқларға 1-хәт 8:6, Һазирқи заман тәрҗимиси). Әйса пәйғәмбәрму өзи тоғрилиқ: «Атам мәндин улуқтур»— дәп тәстиқлиди (Йоһан 14:28, Һазирқи заман тәрҗимиси).
Мәңгү азаплайдиған дозақ оти йоқ. 1882-жилниң июнь санидики «Сион күзитиш мунари» журналидики (ингл.) «Гунаниң бәдили өлүм» намлиқ мақалидә мошундақ йезилған: «Бу асан вә чүшинишлик сөзләр. Муқәддәс китапни Худаниң Сөзи дәп һесаплайдиған Әр кишиләр мошу пикиргә қарши чиқип, Муқәддәс китап гунаниң бәдили мәңгү азаплиниш дәп ейтиши вә буниңға ишиниши немә дегән мәнтиқисиз!» (Римлиқларға 6:23, Һазирқи заман тәрҗимиси).
Муқәддәс китапта немә йезилған? «Гуна қилғучи җан егиси өлиду» (Әзәкиял 18:4, 20, Муқәддәс Калам) Худаға қарши чиқишни давам қилғанлар үчүн ахирқи җаза — мәңгү азаплиниш әмәс — «мәңгүлүк һалакәттур» (Салоникилиқларға 2-хәт 1:9, Һазирқи заман тәрҗимиси).
Худа Падишалиғи — жүрәкниң һалити әмәс, һәқиқий падишалиқ. 1881-жилниң декабрь санидики «Сион күзитиш мунари» журналида (ингл.) Худа Падишалиғи һәққидә: «Падишалиқниң орунлиниши йәр йүзидики падишалиқларниң йоқ қилинишини билдүриду»,— дәп йезилған еди.
Муқәддәс китапта немә йезилған? «У һөкүмдарлар тәхттә олтарған мәзгилдә, асмандики Худа өрүлмәс бир падишалиқ бәрпа қилиду. Бу падишалиқ һәргиз башқа бир хәлиқләргә бойсунмайду. Әксинчә, у бу башқа падишалиқларни тәл-төкүс гумран қилип, өзи мәңгү мәвҗут болуп туриду» (Даниял 2:44, Муқәддәс Калам).
Йәһва гувачилири «Йеңи Дуния тәрҗимисинила» қоллинамду?
Яқ, биз вәз хизмитимиздә башқа тәрҗимиләрдинму пайдилинишни давамлаштуримиз. Биз адәмләргә Муқәддәс китапни һәқсиз тәтқиқ қилиш программисиниң қисми сүпитидә Муқәддәс китапниң «Йеңи Дуния тәрҗимисиниң» бир нусхисини бәрсәкму, кишиләр өзидә бар башқа тәрҗимиләрни пайдилинишни халиса, улар билән тәтқиқ қилишқа хошал болимиз.