Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

CreativeDesignArt/DigitalVision Vectors via Getty Images

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Ирқий баравәрлик ичидә яшаш пәқәт хам-хиялму? Муқәддәс китап немә дәйду?

Ирқий баравәрлик ичидә яшаш пәқәт хам-хиялму? Муқәддәс китап немә дәйду?

 Нурғун кишиләр ирқий баравәрлик һечқачан реаллиққа айланмайдиған бир хам-хиял дәп қарайду.

  •   «Ирқий камситиш худди зәһәргә охшаш дунияниң һәрқайси җайлиридики аммивий яки иҗтимаий тәшкилатларға вә кишиләрниң күндилик турмушиға еғир зиян кәлтүриду. Ирқий камситиш давамлиқ кишиләр арисида адаләтсизликкә йол ечиватиду»,— дегән Антониу Гутерреш, БДТ баш кативи.

 Ирқий баравәрлик реаллиққа айлинамду? Муқәддәс китап немә дәйду?

Худаниң ирқий баравәрликкә болған көзқариши

 Муқәддәс китап Худаниң охшимайдиған ирқтики инсанларға қандақ көзқарашта болидиғанлиғини үгитиду.

  •   «Бир адәмдин У [Худа] һәрқандақ түрлүк хәлиқләрни йәр йүзидә яшаш үчүн, бәрпа қилди» (Әлчиләр 17:26)

  •   «Худа һәммини тәң көридикән. Қайси милләттин болушидин қәтъийнәзәр, Униңдин қорқуп, тоғра ишларни қилидиған һәрқандақ кишини қобул қилидикән» (Әлчиләр 10:34, 35, ЙД).

 Муқәддәс китап барчә инсанларниң бир аилә екәнлигини вә Худаниң охшимайдиған ирқтики кишиләрни қобул қилидиғанлиғини ашкарә қилиду.

Ирқий баравәрлик қандақ реаллиққа айлиниду?

 Асмандики һөкүмәт, йәни Худа Падишалиғи ирқий баравәрликни реаллиққа айландуриду. Бу һөкүмәт инсанларға башқиларға қандақ усулда тоғра муамилә қилишни үгитиду. Инсанлар қәлбидә йилтиз тартқан ирқчилиқ һис-туйғулирини пүтүнләй қомуруп ташлашни үгиниду.

  •   «Йәр йүзидикиләр һәққанийлиқни үгиниду» (Йәшая 26:9, КТ)

  •   «Һәқиқий адаләтниң нәтиҗиси тинчлиқ, һәқиқий адаләтниң мевиси болса, тинч-хатирҗәмлик вә бехәтәрликтур» (Йәшая 32:17, ЙД).

 Бүгүнки күндә миллионлиған кишиләр Муқәддәс китаптин қандақ қилип башқиларға иззәт-һөрмәт билән муамилә қилишни үгиниду.