Сиз биләмсиз?
Исраилларниң Мисирда қул болғанлиғиға Муқәддәс китаптин башқа йәнә қандақ дәлил-испатлар бар?
Муқәддәс китапта йезилғандәк, мидиянлиқлар Йүсүпни Мисирға елип кәткәндин кейин, қәбилә башлиғи Яқуп вә униң өйидикилири Қанандин айрилип Мисирға көчүп барған. Улар Нил дәриясиниң Оттура деңизға қуйилидиған саһилидики Гошән дәп аталған йәргә җайлашқан (Ярит. 47:1, 6). Исраилниң әвлатлири тез көпийип, йәрни толдурди вә хелә күчийип қалди. Шуңа мисирлиқлар исраиллардин қорқуп, уларни қул қилған (Чиқ. 1:7—14).
Бәзи тәнқит қилғучилар Муқәддәс китаптики бу вақиәни ривайәт дәп қарайду. Лекин семитларниң a қедимқи Мисирда қул болғанлиғиға испатлар бар.
Мәсилән, археологлар Мисирниң шималий районлиридин қедимқи замандики туралғу маканларни тепивалған. Джон Бимсон исимлиқ Муқәддәс китап тәтқиқатчисиниң ейтишичә, Мисирниң шималий районида семитларниң 20 яки униңдинму көпирәк маканлири бар болғанлиғиға испат бар. Буниңдин башқа, мисиршунас Джеймс Карл Хоффмайер мундақ дегән: «Тәхминән миладидин илгирики 1800—1540 жиллар арилиғида ғәрбий Асиядики семит тилида сөзләйдиған хәлиқләр Мисирда маканлишиш җәлип қилинған». У йәнә: «Бу вақит қәбилә башлиқлириниң дәври вә Яритилиш китавида тәсвирләнгән вақиәләрниң йүз бәргән вақтиға мас келиду»,— дәп ейтқан.
Мисирниң җәнубида йәнә бир дәлил-испат тепилған. Оттура Падишалиқ (тәхминән миладидин илгири 2000—1600) дәвригә тәвә бир папируста Мисирниң җәнубидики бир өйдә ишлигән қулларниң исимлири тилға елинған. Уларниң арисидики 40тин көпирәк қулниң исми семит тилида йезилған. Бу қуллар яки хизмәтчиләр тамақ әткән, рәхт тоқуған яки йәнә башқа еғир ишларни қилған. Джеймс Хоффмайер мундақ хуласә чиқарған: «Фиваидадики (җәнубий Мисир) бир өйниң өзидә қириқтин ошуқ семитлар ишлигән болса, демәк пүтүн Мисир дөлити бойичә, болупму Нил дәриясиниң еғизидики районда, уларниң сани техиму көп болған еди».
Археолог Дейвид Роул шу қулларниң бәзилириниң исимлири «дәл Муқәддәс китапниң текстлирида учритишқа болидиған исимларға охшаш» екәнлигини язған. Мәсилән, мәзкүр папирустики исимлар Иссакар, Ашер вә Шифра дегән исимларға охшайду (Чиқ. 1:3, 4, 15). Дейвид Роул сөзини йәкүнләп мундақ дегән: «Бу — исраиллар Мисирда қул болғанлиғиниң рошән испати».
Джон Бимсон мундақ дәйду: «Муқәддәс китапта тәсвирләнгән Мисир қуллуғи вә Мисирдин чиқиш тоғрилиқ вақиәләрниң тарихқа асасланған дәлил-испати бар».
a Семит дегән нам Нуһниң үч оғлиниң бири Самниң исмидин чиққан. Самниң әвлатлири бәлким еламлиқлар, ассурияликләр, қедимқи калдияликләр, ибранийлар, сүрийәликләр вә һәр түрлүк әрәп қәбилилири болған.