Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Тәтқиқ қилиш усуллири

Тәтқиқ қилиш усуллири

Бизниң нахшиларни ядлавелиң

«Бәзидә көңлүм чүшүп, қәдир-қиммитим йоқтәк һис қилимән. Шу чағда Йәһва Худа маңа JW интернет телевизиясидики нахшилар арқилиқ илһам бериду» (Лорейн, АҚШ)

Нахшилиримиз — ибадитимизниң бир қисми (Кол. 3:16). Бу нахшиларни ядлавалсиңиз, һәтта нахша китави яки электронлуқ қурулмиңиз болмисиму, улар сизгә ярдәм берәләйду.

  • Нахшидики сөзләрниң мәнасини чүшинишкә тиришиң. Әгәр нахшиниң мәнасини чүшәнсиңиз, уни есиңиздә сақлаш асанирақ болиду. Нахшиларниң һәммиси, мәсилән, JW интернет телевизиясидики нахшиларни вә балилар үчүн нахшиларни jw.org. торбетидә «Музыка» дегән йәрдә тапалайсиз.

  • Нахшиларниң сөзлирини йезивелиң. Шундақ қилсиңиз, уни чапсанирақ ядлавалисиз (Қ. шәр. 17:18).

  • Нахшини ейтиң. Сөзләрни қайта-қайта оқуң яки нахша ейтиң.

  • Есиңиздә сақлиғиниңизни тәкшүрүң. Нахшини сөзлиригә қаримай ейтип көрүң вә қанчилик ядлавалғиниңизни тәкшүрүп көрүң.