Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

КҮЗИТИШ МУНАРИ № 3 2020 | Шәпқәтлик Алланиң бәрикәтлири

Яратқучи инсанийәткә қандақ бәрикәтләрни беришни вәдә қилған? Муқәддәс Язмиларға ишинәмсиз? Бу журналда Алланиң бәзи вәдилири, уларға немә үчүн ишинишкә болиду вә шу вәдә қилинған бәрикәтләргә қандақ еришәләйсиз дегәнләрни муһакимә қилимиз.

 

Шәпқәтлик Алланиң бәрикәтлиридин бәһримән болалайсиз

Уруш, җинайәт, вә ағриқларниң болмаслиғини үмүт қиламсиз? Бу қуруқ хам хиял әмәс. Бу Худаниң вәдиси.

Меһир-шәпқәтлик Яратқучимиз бизгә көңүл бөлиду

Худа меһир-шәпқәтлик атидәк Өз аилисигә көңүл бөлиду. Қандақ?

Алла Өз вәдилири һәққидә ейтип бериду

Қандақ қилип Худа Өз вәдилири һәққидә ейтип бериду?

Муқәддәс Язмилар өзгәртилгәнму?

Тәтқиқатчилар қолумизда бар болған Муқәддәс Язмилар һәққидә немиләрни байқиғанлиғини көрүп беқиң.

Пәйғәмбәрләрдин Алла һәққидә үгинәләймиз

Үч садиқ пәйғәмбәр бизниң Худа һәққидә билим елип, Униң бәрикәтлиригә қандақ еришишкә болидиғанлиғини биливелишимизға ярдәм бериду.

Аллани хурсән қилидиған дуа

Пәрвәрдигарниң бизгә қулақ селиши вә Уни хурсән қилишимиз үчүн қандақ дуа қилалаймиз?

Аллаға бойсунғанлар бәрикәтләргә еришиду

Худаға бойсунуп, еришидиған бәрикәтләрдин иккисини көрүп чиқиң.

Адәмләргә болған сөйгү-муһәббәт

Башқиларға болған сөйгү-муһәббәтни көрситиш асан әмәс, амма уни қилғили болиду.

Муһтаҗларға ярдәм қолини сунғанлар бәрикәтлиниду

Муһтаҗларға ярдәм беришкә чиқарған күчимиз қандақ қилип бизни Пәрвәрдигарниң разилиғиға вә бәрикәтлиригә ериштүрәләйду?

Яратқучиниң бәрикәтлиридин мәңгү бәһримән болуң!

Худа Ибраһим пәйғәмбәргә бәргән вәдисини әмәлгә ашурғанда, йәр йүзидики һаят қандақ болиду?

Илгири өзүңиздин шундақ сорап баққанму?

Һаяттики қийинчилиқларни қандақ һәл қилиш вә Худа тоғрисидики соалларға җавапларни тепиң.