Аллаға бойсунғанлар бәрикәтләргә еришиду
Муса пәйғәмбәр: «Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлиригә итаәт қилсаңлар, бәхит-бәрикәт болиду»,— дәп ейтқан (Қанун шәрһи 10:13; 11:27). Немә үчүн Пәрвәрдигарға бойсунимиз? Униң жазасидин қечиш үчүнму? Яқ. Униң есил пәзиләтлири бизни җәлип қилғач, Униңға бойсунимиз. Биз Худани сөйгәч, Униң көңлини рәнҗитидиған ишлардин нери туримиз. «Худаға болған меһир-муһәббәт Униң әмирлирини орунлаштур» (Йоһанниң 1-хети 5:3).
Амма һазир Худаға бойсунуп, еришидиған бәрикәтләрдин иккисини көрүп чиқайли.
1. АЛЛАҒА БОЙСУНУШ ДАНА ҚИЛИДУ
«Өзүңгә пайда болсун дәп саңа Үгәткүчи, Саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи Мән Пәрвәрдигар Худайиңдурмән» (ЙӘШАЯ 48:17, КТ)
Пәрвәрдигар Йәһва бизни яхши билиду вә бизгә керәклик йол-йоруқни бериду. Биз дана қарарларни чиқиришни халисақ, Муқәддәс Язмилардин Алланиң биздин немиләрни тәләп қилидиғанлиғини үгинишимиз вә шу билимләргә мас һаят кәчүрүшимиз керәк.
2. АЛЛАҒА БОЙСУНУШ БӘХИТЛИК ҚИЛИДУ
«Тәңриниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур!» (ЛУҚА 11:28)
Бүгүнки күндә миллионлиған инсанлар Алланиң Сөзигә бойсунуп, һәқиқий хошаллиқтин бәһриман болуватиду. Испаниядики бир кишиниң мисалини көрүп чиқайли. У қени қизиқ адәм еди вә башқиларға, һәтта аялиғиму қопал муамилә қилған. У бир күни Муса пәйғәмбәр язған китаптин Яқуп пәйғәмбәрниң кәмтәр оғли Йүсүп һәққидә оқуп қалди. Йүсүп қуллуққа сетилған вә наһәқ зинданға ташланған еди. Шундақтиму, у кәмтәр, течлиқпәрвәр вә кәчүрүмчан болған (Яритилиш 37—45 баплар). Жуқурида тилға елинған киши мундақ дәйду: «Йүсүпниң мисали һәққидә чоңқур ойлиниш мени кәмтәрлик вә өзини тутувелишқа охшаш хисләтлирини йетилдүрүшкә үндиди. Мана, әнди хошал-хорам һаят кәчүриватимән».
Муқәддәс Язмиларда йәнә башқиларға қандақ муамилә қилиш һәққидә нурғун мәслиһәтләр бар. Бу тоғрилиқ келәрки мақалидә көрүп чиқимиз.