Меһир-шәпқәтлик Яратқучимиз бизгә көңүл бөлиду
1. ЯРАТҚУЧИМИЗ ҚУЯШ НУРИНИ ЗИМИНҒА ЧАЧҚУЗИДУ
Қуяш болмиса, йәрдики һаятлиқниң қандақ болидиғанлиғини тәсәввур қилаламсиз? Қуяш нури дәл-дәрәқләр, гүл-гиялар, мевиләр вә уруқларниң өсүши үчүн күч-қувәт бериду. Йәнә қуяш нури тәсиридә дәрәқләрниң йилтизлири суни тупрақтин өзигә тартип һәрбир йопурмаққа йәткүзүп бериду вә кейин шу су һорға айлинип атмосфериға тарқилип кетиду.
2. ЯРАТҚУЧИМИЗ ЯМҒУР ЯҒДУРИДУ
Ямғур Алланиң бәргән соғити. У ямғур арқилиқ йәрдә озуқ-түлүкләрни өстүридү. Меһир-шәпқәтлик Егимиз асмандин ямғур яғдуруп, зимин мол һосулға толдурғанда түрлүк озуқ-түлүкләрниң көплигидин қәлбимиз шат-хорамлиққа чөмиду.
3. ЯРАТҚУЧИМИЗ ОЗУҚ-ТҮЛҮК ВӘ КИЙИМ-КЕЧӘК БИЛӘН ТӘМИНЛӘЙДУ
Нурғун аилә башчилири аилисидикиләрниң кийими пүтүн, қосиғи тоқ болуши үчүн тәр төкүп әмгәк қилиду. Муқәддәс Язмиларда: «Асмандики қушқачларға қарап беқинлар: улар теримайду, ормайду һәм амбарларға жиғмайду, лекин асмандики Атаңлар уларни бақиду. Силәр улардин баһалиғарақ әмәсму?»— дәп йезилған (Мәтта 6:25, 26, ҺЗ).
«Етиздики гүлләргә қарап үгиниңлар: улар ишлимәйду һәм тоқумайду, амма силәргә ейтимәнки, һәтта Сулайман падиша шан-шөһритиниң пәрвазида уларниң һәрбирсидәк кийинмигән еди. Әгәр Худа бүгүн бар, әтә болса очаққа ташлинидиған дала өсүмлүклирини шунчә кийиндүрсә, немишкә силәрни, етиқати аҗизлар, кийиндүрмәйду?» (Мәтта 6:28—30)
Әгәр рәһим-шәпқәтлик Алла бизни йемәк-ичмәк вә кийим-кечәк билән тәминлисә, У бизни башқа күндилик турмушимиздики керәклик нәрсиләр биләнму чоқум тәминлимәсму?! Шуңа Алланиң ирадисини биринчи орунға қойсақ, деханчилиқ ишлирида төккән қан-тәримизни бәрикәтләйду яки җан беқиш үчүн иш тепишимизға ярдәм бериду (Мәтта 6:32, 33).
Шәк-шүбһисизки, қуяш, ямғур, қушлар вә гүлләр тоғрисида ойланғанда, Яратқучиға миннәтдарлиқ билдүрүш үчүн нурғун сәвәпләрниң барлиғини чүшинимиз.