Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Жуқурида: Өлүк деңиз орам язмилири арисидин тепилған Йәшая китавидин үзүндә. Төвәндә: Йәшая китави заманавий әрәп тили тәрҗимисидин үзүндә. Худадин кәлгән хәвәр өзгәрмигән

Муқәддәс Язмилар өзгәртилгәнму?

Муқәддәс Язмилар өзгәртилгәнму?

Бәзи кишиләр Муқәддәс Язмилар өзгәртиветилгән дәп қарайду. Лекин Йәшая пәйғәмбәр пәқәт Худайимизниң сөзлирила әбәдий қалиду дегән (Йәшая 40:8). Ундақта, Муқәддәс Язмилар өзгәртилмәй сақлинип қалғанлиғиға қандақ көз йәткүзәләймиз?

Һәммигә Қадир Тәңримизниң Өз Сөзини қоғдашқа күч-қудрити йетиду. Қедимда пәйғәмбәрләр Худаниң сөзлирини тез чирип кетидиған материалларға язған. Шу дәвирдә Муқәддәс Язмиларниң мәзмуниға бирнәрсә қошуш, өзгәртиш яки чиқирип ташлашниң алдини елиш үчүн қолда нусха көчүргүчиләр еһтиятчанлиқ билән һәрбир һәрипни санап чиққан еди. Бирақ бу көчүргүчиләр намукәммәл инсанлар болғач, бәзилири кичик хаталиқларни садир қилған. Амма шу кичик хаталиқлар Муқәддәс Язмиларниң мәнасиға тәсир көрсәтмигән.

МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ ӨЗГӘРМИГӘНЛИГИНИҢ ҚАНДАҚ ИСПАТЛИРИ БАР?

Муқәддәс Язмиларниң миңлиған қедимий қолязмилири бар. Әгәр мәлум бир қолязмида кичиккинә пәриқ болса, шу қолязмидики киргүзүлгән өзгиришни көрүш үчүн уни башқа қолязмилар билән селиштурушқа болиду (Бу һәққидә көпирәк билиш үчүн jw.org торбетидики «Муқәддәс китап өзгәртилгәнму яки бурмиланғанму?» намлиқ мақалигә қараң.).

Мәсилән, 1947-жили Өлүк деңиз бойиға җайлашқан өңкүрләрдин тепилған «Өлүк деңиз орам язмилирини» көрүп бақайли. Әшу орам қолязмилар арисида Муқәддәс Язмиларниң бәзи қисимлири болуп, буниңдин 2000 жил бурун йезилған еди. Тәтқиқатчилар бу қедимий қолязмиларни бүгүнки күндики Муқәддәс Язмилар билән селиштурған. Улар қандақ йәкүн чиқарған?

Тәтқиқатчилар бүгүнки күндики Муқәддәс Язмиларниң мәзмуни билән қедимий қолязмиларниң мәзмуни пүтүнләй мас келидиғанлиғини байқиған a. Шәк-шүбһисизки, Һәммигә Қадир Яратқучимиз Өз Сөзи болған Муқәддәс китапниң бүгүнки күнгичә өзгәрмәй бизгә йетип келишигә капаләт қилған.

Шуңа биз һеч гуманланмай, ишәнч билән Муқәддәс китапни оқалайдиғанлиғимизни әстә тутқан һалда Һәммигә Қәдир Алла һәққидә пәйғәмбәрләрниң немини ейтип бәргәнлигини көрүп бақайли.

a «The Complete Dead Sea Scrolls in English», by Geza Vermes, 16-бәт.