Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Инсанларниң йеши, миллити яки диний етиқадиға қаримай, һәммисигә ярдәм берәләмсиз?

Муһтаҗларға ярдәм қолини сунғанлар бәрикәтлиниду

Муһтаҗларға ярдәм қолини сунғанлар бәрикәтлиниду

Дуниядики нурғун кишиләр йемәк-ичмәк вә өй-маканға муһтаҗ. Бәзиләр келәчәккә болған үмүткә муһтаҗ. Шу муһтаҗлиқта қалғанларға ярдәм бериш үчүн чиқарған күчимиз Пәрвәрдигарниң нәзәридин чәттә қалмайду вә чоқум бәрикәтлиниду.

МУҚӘДДӘС ЯЗМИЛАР НЕМӘ ДӘЙДУ?

«Гадайға яхшилиқ қилидиған Йәһваға өтнә бериватиду вә Худа униң яхшилиғи үчүн җәзмән яхшилиқ қайтуриду» (ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 19:17)

МУҺТАҖЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИШ НЕМИНИ ӨЗ ИЧИГӘ АЛИДУ?

Һәзрити Әйса меһрибан киши һәққидә мисал кәлтүргән. Қарақчилар бир кишини уруп, чала өлүк һалитидә йолниң четигә ташлавәткән (Луқа 10:29—37). Шу йолдин өтүп кетиватқан киши уни көрүп ичи ағритип, ярилирини теңип қойған. Бу йолувчи башқа милләттин болсиму, шу муһтаҗлиқта қалған кишигә ярдәм қолини сунған.

Меһрибан киши униң ярилирини теңип, маддий ярдәм берипла қалмай, бәлки униңға һәм тәсәлли бәргән.

Бу мисалдин қандақ савақ алсақ болиду? Әйса әләйһиссалам бу мисал арқилиқ муһтаҗлиқта қалғанларға қолумиздин келишичә ярдәм қилиш керәклигини үгәткән (Пәнд-нәсиһәтләр 14:31). Муқәддәс Язмиларда Худаниң пат йеқинда намратлиқ вә азап-оқубәтләрни йоқ қилидиғанлиғи ейтилған. Ундақта шу вәдиләр қачан вә қандақ әмәлгә ашиду? Кейинки мақалидә Яратқучи сизни қандақ бәрикәтләргә ериштүрмәкчи болғанлиғини көримиз.