Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Өзүңизниң кимлигини яхши чүшәнсиңиз, боран-чапқунлуқ күнләргә бәрдашлиқ берәләйсиз?

ЯШЛАР ҮЧҮН

9. Кимлик

9. Кимлик

ДЕГӘН НЕМӘ?

Кимлик исмиңиз вә ташқи көрүнишиңиздин көпирәк нәрсини билдүриду. Бу сизниң кишилик қиммәт қаришиңиз, иман-етиқадиңиз вә мүҗәз-хулқиңизниму өз ичигә алиду. Әслидә, буниңға ички һәм ташқи җәһәттин ким екәнлигиңиз кириду.

БУ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ?

Өзүңизниң кимлигини яхши чүшәнсиңиз, өз иман-етиқадиңизни қоғдаш үчүн, тәңдашлириңизниң сизни контрол қилишиға йол қоймайсиз.

«Көп адәмләр худди дуканларға тизип қойған манекенға охшаш болуп, қандақ кийимләрни кийишни улар өзлири әмәс, башқилар таллайду» (Адриан).

«Мән һәтта қийин пәйтләрдиму тоғра иш қилишта чиң турушни үгәндим. Мән әтрапимдикиләрниң иш-һәрикәтлиригә қараймән вә улар билән болғанда, өзүмни қандақ һис қилидиғанлиғимға қарап, кимләр һәқиқий достум екәнлигини биләләймән» (Кортни).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Бу дуния түзүлмисиниң қелипиға кирип қалмаңлар, әксичә... әқлиңларни йеңилап, өзүңларни өзгәртиңлар» (Рим. 12:1, 2, ЙД).

НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?

Сиз һазир қандақ инсан вә кейин қандақ инсан болушни халайдиғанлиғиңизни ойлап көрүң. Буниң үчүн қандақ артуқчилиқ вә аҗизлиқ тәрәплириңиз барлиғи һәққидә ойлинип, иман-етиқадиңизни тәкшүрүп көрүң. Төвәндики соаллар сизгә ярдәм берәләйду.

Артуқчилиқ. Мән қандақ қабилийәтләр вә маһарәтләргә егә? Мениң қайси җәһәттин артуқчилиғим бар? (Мәсилән, мән вақитқа әмәл қилимәнму? Өзүмни тутувалалаймәнму? Ишчанму вә сехийму?) Қандақ яхши ишларни қилимән?

МӘСЛИҺӘТ: Әгәр өзүңизниң қандақ артуқчилиқ тәрәплири барлиғини ениқлаш қийин болса, ундақта ата-аниңиз яки җан достуңиздин сораң. Улар сиздә қандақ артуқчилиқ барлиғини көрди вә немә үчүн шундақ ойлайду.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Лекин һәрким өзиниң иш-һәрикәтлирини тәкшүрүп көрсун, шу чағда өзини башқилар билән селиштуруштин әмәс, бәлки өзлириниң қилғанлиридин хурсәнлик тапиду» (Гал. 6:4, ЙД).

Аҗизлиқ. Қайси миҗәз-хулқумни өзгәртишим керәк ? Қачан бирәр яман иш қилип қоюш аздурлушқа көпирәк майилмән? Қайси саһаларда өз-өзүмни көпирәк тутувелишим керәк?

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Гунайимиз йоқ десәк, өз-өзимизни алдиған болимиз» (Йоһанниң 1-хети 1:8, ҺЗ).

Көзқараш. Қандақ әхлақ өлчәмлиригә мас һаят кәчүримән вә немә үчүн? Худаға ишинимәнму? Немә мени Униң барлиғиға ишәндүриду? Қандақ иш-һәрикәтләрни натоғра дәп қараймән вә немә үчүн? Келәчәктә немә иш йүз беридиғанлиғиға ишинимән?

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Қоғдайду сени пәм-параситиң, сақлайду һәм әқил-идригиң» (Пәнд-нәсиһәтләр 2:11, ҺЗ).