Мәзмунға өтүш

Немә үчүн Әйсаниң исми арқилиқ дуа қилимиз?

Немә үчүн Әйсаниң исми арқилиқ дуа қилимиз?

ӘЙСА пәйғәмбәр қандақ дуа қилиш керәклиги һәққидә қайта-қайта үгәткән. Һәзрити Әйса йәр йүзидә болғанда, йәһудий диний рәһбәрлири «төрт коча оттурида турувелип дуа» қилишатти. Немә үчүн? Сәвәви «башқиларға көз-көз қилиш үчүн». Ениқки, улар сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, адәмләрни һәйран қалдурған. Уларниң көпинчиси охшаш гәп-сөзләрни ишлитип, узундин-узун дуа қилишқан вә «улар гәпни тәкрарлавәрсәк Худа тәливимизни иҗавәт қилиду» дәп ойлашқан (Мәтта 6:5—8, ҺЗ). Һәзрити Әйса мундақ дуаларниң қуруқ яки пайдисиз екәнлигини ейтип, сәмимий адәмләргә қандақ дуаларни қилиштин сақлинишиға ярдәм бәргән. Дуа қилмаслиқнила әмәс, башқа нәрсиләрниму үгәткән.

Әйса пәйғәмбәр Худаниң исминиң муқәддәс болуши, Падишалиқниң келиши вә ирадисиниң әмәлгә ешиши һәққидә дуа қилишимиз керәклигини үгәткән. Униңдин башқа, у шәхсий мәсилиләрдиму Худадин ярдәм сорашниң орунлуқ екәнлиги һәққидә тәлим бәргән (Мәтта 6:9—13; Луқа 11:2—4). һәзрити Әйса тәмсилләрни ейтип берип, Йәһва Худа дуалиримизға қулақ селиши үчүн биз әстаидил, ишәнчлик вә кәмтәр болушимиз керәклигини көрсәткән (Луқа 11:5—13; 18:1—14). Әйса пәйғәмбәр үгәткәнлирини өз үлгиси арқилиқ тәстиқлигән (Мәтта 14:23; Марк 1:35).

Шәк-шүбһисизки, Әйса пәйғәмбәр бу тәлимләрни бәргәндин кейин шагиртлири техиму мәзмунлуқ дуаларни қилишни башлиған еди. Лекин Әйса Мәсиһ йәр йүзидики һаятиниң ахирқи кечисидә әгәшкүчилиригә дуа тоғрисида әң муһим тәлим бәргән.

Дуаға қарита тарихтики әң чоң өзгәртиш

Һәзрити Әйса әң ахирқи кечисини садақәтмән әлчилиригә күч-мәдәт берип өткүзгән. Шу кечә йеңи тәлимни ашкарилашниң әң мувапиқ пәйти болған. Һәзрити Әйса мундақ дегән: «Мән — йол, һәқиқәт вә һаятлиқтур. Һечким мениңсиз Атамға келәлмәйду». Кейин у әгәшкүчилирини ишәндүрүп: «Мениң исмимдин немила сорисаңлар, Атам Оғли арқилиқ мәдһийилиниши үчүн, мән шуни орунлаймән. Мениң исмимға немила сорисаңлар, шуни орунлап беримән»,— дегән. Тәлими ахирлишишқа йеқин, у йәнә мундақ дегән: «Һазирғичә силәр мениң исмимға һечнемә соримидиңлар. Хошаллиғиңлар толуқ болуши үчүн сораңлар,— һәм еришисиләр» (Йоһан 14:6, 13, 14; 16:24).

Бу сөзләр интайин муһим болған. Бир Муқәддәс китап луғитидә бу «Дуаға қарита тарихтики әң чоң өзгәртиш» дәп йезилған. Һәзрити Әйса адәмләрниң Худаға әмәс, әнди униңға дуа қилиши керәклигини ейтмиған. Әксинчә, у Йәһва Худаға йеқинлишишниң йеңи йолини ашқан.

Әлвәттә, Алла садақәтмән хизмәтчилириниң дуалириға дайим қулақ салған (Самуилниң 1-язмиси 1:9—19; Зәбур 65:2). Амма, Тәңри Йәһва Исраил хәлқи билән келишим түзгәндин кейин өз дуалириға Худаниң қулақ селишини халайдиған кишиләр Худаниң Исраил хәлқини таллиғанлиғини етирап қилиши керәк еди. Кейинирәк, падиша Сулайман һөкүмранлиқ қилған дәвридә, улар қурбанлиқлирини пәқәт Худа таллиған җайда, йәни Йерусалим шәһиригә елип келиши керәклигини етирап қилиши лазим еди (Қанун шәрһи 9:29; Тарихнамә 2-язма 6:32, 33). Лекин бундақ ибадәт қилиш вақитлиқ еди. Әлчи Паул Исраил хәлқигә берилгән Тәврат қануни һәм мәркизий ибадәтханиға елип келингән қурбанлиқлар «кәлгүсидә елип келидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки униң көләңгисинила сүрәтләп бериду» дәп язған (Ибранийларға 10:1, 2 , ҺЗ). Көләңгиниң орнини реаллиқ елиши керәк еди (Колосилиқларға 2:17). Шуңа милади 33-жилдин башлап, һәрбир инсан Тәңри Йәһва билән мунасивәт орнитиш үчүн Тәврат қануниға әмәл қилишниң орниға, Тәврат қануни бәшарәт қилған әвлат, йәни Әйса Мәсиһкә бойсунуши керәк болған (Йоһан 15:14—16; Галатилиқларға 3:24, 25).

Һәрқандақ исимдин жуқури исим

Әйса пәйғәмбәр Тәңри Йәһва билән достлуқ мунасивәтни орнитишимиз үчүн әң яхши һул-асасни салған. Башқичә қилип ейтқанда, у бизниң дуа арқилиқ Худаға йеқинлишип, Яратқучимиздин җавапқа еришишимизгә йол ашқан күч-қудрәтлик дост екәнлигини көрсәткән. Бирақ немә үчүн Әйса Мәсиһниң қолидин буни қилиш келиду?

Һәммимиз гунани мирас елип туғулғач, һәрқандақ ишимиз яки кәлтүргән қурбанлиғимиз бизни гунаниң қуллуғидин азат қилалмайду вә муқәддәс Худайимиз Йәһва билән достлуқ мунасивәт орнитишимизға ярдәм қилалмайду (Римлиқларға 3:20, 24; Ибранийларға 1:3, 4). Лекин Әйса Мәсиһ инсанларниң гуналири үчүн өзиниң мукәммәл һаятини төләм сүпитидә берип, бизни Худа билән яраштурған (Римлиқларға 5:12, 18, 19). Әнди, Яратқучи Йәһваниң алдида гунадин пак болуп, Униңға вә җүръәтлик билән сөзләшни халайдиғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһниң инсанлар үчүн бәдәл төлигәнлигигә ишинип, униң исми арқилиқ дуа қилиши керәк (Әфәсликләргә 3:11, 12).

Әйсаниң исми арқилиқ дуа қилсақ, Худаниң ирадисиниң әмәлгә ешишида униң муһим роль ойнаватқанлиғиға ишәнгән болимиз. Келиң, ушбу рольниң пәқәт үч тәрипини көрүп чиқимиз: 1) Әйса Мәсиһ «Худаниң Қозисидур» вә униң қурбанлиғи гуналарни кәчүрүш үчүн һул-асас болуп кәлмәктә. 2) Тәңри Йәһва һәзрити Әйсани тирилдүргән вә һазир у «Баш Роһанийимиз» сүпитидә хизмәт қилип, бизни төләми арқилиқ бәрикәтләргә ериштүрмәктә. 3) Пәқәт Әйса Мәсиһ дуа арқилиқ Яратқучи Йәһваға йеқинлишишниң йолини ачқан (Йоһан 1:29; 14:6; Ибранийларға 4:14, 15).

Әйсаниң исми арқилиқ дуа қилиш униңға шан-шәрәп кәлтүриду. Буниң һеч ямини йоқ, сәвәви Яратқучи Йәһва шуни ирадә қилған: «Әйсаниң исмиға тиз пүкүп, Әйса Мәсиһни һәзритимиз дәп очуқ етирап қилип, Худа Атиға шан-шәрәп кәлтүрсун» (Филипиликләргә 2:10, 11, ЙД). Әң муһими, Әйсаниң исми арқилиқ дуа қилип, биз үчүн Өз Оғлини қурбанлиққа бәргән Тәңри Йәһвани улуқлаймиз (Йоһан 3:16).

Худаға рәсмийәт үчүн әмәс, бәлки чин қәлбимиздин дуа қилишимиз керәк

Әйса Мәсиһниң қанчилик жуқури орунға егә болғанлиғини чүшинишимиз үчүн Муқәддәс китапта уни тәсвирләйдиған түрлүк нам-унванлар қоллинилған. Дәрһәқиқәт, Худа униңға «һәрқандақ исимдин жуқури исмини» вә асманда вә йәр йүзидә пүтүн һоқуқни бәргән (Филипиликләргә 2:9; Мәтта 28:18).

Бу пәқәт бир рәсмийәт болуп қалмаслиқи керәк

Яратқучи Йәһва дуалиримизға қулақ селишини халисақ, Әйсаниң исми арқилиқ дуа қилишимиз лазим (Йоһан 14:13, 14). Лекин, «Әйсаниң намидин» дегән сөзни ишлитишни рәсмийәткә айландуруш тәкрар-тәкрар ейтмаслиғимиз керәк. Немә үчүн?

Бир мисални көрүп чиқайли. Сизгә бир хәт кәлди дәйли. Униң ахирида «һөрмәт билән» дегән сөз-ибарә бар. Бу сөз-ибарә уни язған кишиниң сәмимий һис-туйғулирини яки бир рәсмийәткә айлинип қалғанлиғи үчүн шундақ қиламду? Ениқки, дуалиримизда Әйсаниң исмини тилға елиш рәсмийәтчилик әмәс. Муқәддәс китап бизни «һемишәм дуа қилиңлар» дәп дәвәт қилиду. Лекин Худаға рәсмий һалда әмәс, бәлки чин қәлбимиздин дуа қилишимиз керәк (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17; Зәбур 119:145, [118:145, ҺЗ]).

«Әйса Мәсиһ намидин» дегәндәк сөзләр рәсмийәтчиликкә айлинип қалмаслиқ үчүн немә қилсиңиз болиду? Мәсилән, һәзрити Әйсаниң әҗайип пәзиләтлири үстидин чоңқур ойлансиңиз болиду. У сиз үчүн немиләрни қилғанлири вә келәчәктә немиләрни қилмақчи болғанлиғи һәққидә ойлиниң. Дуалириңизда Йәһваға шүкүр ейтип, Оғлиға әҗайип рольни бәргәнлиги үчүн Уни мәдһийиләң. Шундақ қилсиңиз, һәзрити Әйса бәргән вәдиниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болиду: «Мениң исмимға Атамдин немила сорисаңлар, У силәргә бериду» (Йоһан 16:23).