Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | ИНСАНЛАРНИ ХУДАДИН ЖИРАҚЛАШТУРҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚЛАР

Худа таш жүрәк дегән ялғанчилиқ

Худа таш жүрәк дегән ялғанчилиқ

НУРҒУН АДӘМЛӘР ИШИНИДИҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚ

«Адәм өлгәндин кейинла униң җени мәңгү өчмәс дозақ отиға ташлиниду» (Catechism of the Catholic Church). Бәзи дин рәһбәрлири дозақтики кишиләр пүтүнләй Худадин айриветилгән дәп тәлим бериду.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ҺӘҚИҚӘТ

«Гуна садир қилғучи җан егиси болса, у өлиду» (Әзәкиял 18:4). «Өлүп кәткәнләр һечнемини билмәйду» (Вәз 9:5, ҺЗ). Әгәр өлүп кәткән кишиниң җени өлсә, у қандақму мәңгү өчмәс дозақ отида азаплансун?

«Дозақ» дәп тәрҗимә қилинған ибраний вә грек сөзлири әслидә гөристанлиқ, қәбристанлиқ яки тәһтисара дегәнни билдүриду. Мәсилән, Аюп пәйғәмбәр кесәл азави чәккәндә, у Худаға дуа қилип, мундақ дегән: «Аһ, тәһтисараға [бәзи тәрҗимиләр «дозаққа» дегән сөзни ишлитиду] мени йошуруп қойсаң еди» (Аюп 14:13). Шәк-шүбһисизки, пәйғәмбәр тинч-хәтирҗәмликкә азаплайдиған җайида әмәс, бәлки гөрдә еришишни халиған.

НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ

Рәһимсизлик бизни Худаға йеқинлаштурмайду, әксинчә униңдин жирақлаштуриду. Мексикида яшаватқан Росио исимлиқ аял мундақ дәйду: «Балилиқ чеғимдин маңа дозақ оти һәққидә ейтип берәтти. Мән буниңдин бәкму қорқаттим вә һәтта Худаниң қандақту бир есил пәзиләтлириниң барлиғини тәсәввурму қилалматтим. Мән Уни таш жүрәк вә рәһимсиз дәп ойлаттим».

Тәңриниң һөкүмлири вә өлүп кәткәнләрниң һалити һәққидики билимләр Росиониң Худаға болған көзқаришини өзгәртти. У: «Мән өзүмни худди йәлкәмдин бир еғир жүк чүшкәндәк һис қилдим. Тәңри бизгә әң яхшисини беришни халайдиғанлиғини вә бизни яхши көридиғанлиғини вә Уни сөйәләйдиғанлиғимни көрүп йәттим. У худди балилириниң қоллирини мәһкәм тутуп туруп, уларни һимайә қилидиған көйүмчан атиға охшаш» (Йәшая 41:13).

Нурғунлар дозақ отидин қорқуп, Худаға хизмәт қилишқа уруниду. Бирақ Яратқучи сизниң Униңдин қорққачқа Униңға хизмәт қилишиңизни халимайду. Һәзрити Әйса: «Йәһва Худани... сөйгин»,— дәп ейтқан (Марк 12:29, 30). Буниң үстигә, әгәр Худаниң һәргизму адаләтсизлик қилмайдиғанлиғини чүшәнсәк, Униң келәчәктики чиқарған һөкүмлиригә ишиниш асан болиду. Аюп пәйғәмбәрниң дости болған Елихуға охшаш биз толуқ ишәнч билән: «Худа һәргиз яманлиқ қилмайду, Һәммигә қадир Худа һәргиз адаләтсизлик қилмайду»,— дәп ейталамиз (Аюп 34:10, ҺЗ).