МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ
Мән һечқачан йенимға қурал салмай, һеч йәргә барматтим
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1958
ДӨЛИТИ: ИТАЛИЯ
ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: ҚАРА ҖӘМИЙӘТНИҢ ӘЗАСИ
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ:
Мән Рим шәһириниң асасән ишчилар яшайдиған кәмбәғәл бир районида туғулуп чоң болдум. Һаятим җапа-мәшәққәткә толған еди. Мән апамни һечқачан көрмигән едим. Дадам билән мунасивитим яхши әмәс еди. Кочиларда жүрүп, һаят кәчүрүшни үгәндим.
Он йешимда мән оғурлуқ қилишқа башлидим, он икки йешимда болса, биринчи қетим өйдин қечип кәттим. Дадам мени бирқанчә қетим мәркизий сақчиханидин елип чиқип, өйгә елип кәтти. Мән интайин зораван болуп, һәммила адәм билән дайим таллаш-тартиш қилаттим, пүткүл дунияға қаттиқ аччиқлинип жүрәттим. Он төрт яшқа киргәндә, ахири өйдин қечип кәттим, шу вақиттин башлап, зәһәр чекип, кочиларда һаят кәчүрүшни башлидим. Ухлайдиған һеч бир җайим болмиғач, мән адәттә бирәр машининиң ичигә кирип, таң атқичә ухливалаттим. Кейин әтигәндә, жуюнуш үчүн бир фонтан издәттим.
Мән һәқиқәтән маһир бир оғри болдум. Пәқәт сумкилардин ушшақ нәрсиләрни оғурлашла маһаритим әмәс, бәлки йерим кечидә өйләргә кирип, булаңчилиқ қилиш маһаритимму ашқан еди. Мениң яман нам-атиғим чиқип кәтти вә узун өтмәй бир даңлиқ қара җәмийәткә қобул қилиндим. Бу мени банкиларни булаш маһаритини ашуруш пурситигә егә қилди. Қеним қизиқ, зораван киши болғиним үчүн мән шу қара җәмийәт әзалириниң ишәнчисигә чапсанла ериштим. Мән дайим тапанча елип жүрәттим, һәтта уни ястуқниң астиға қоюп ухлаттим. Һаятим зораванлиқ, зәһәр, оғурлуқ, сесиқ сөзләр вә әхлақсизлиққа толған еди. Сақчилар һемишәм арқамға чүшүп, маңа әгишип жүрәтти. Мән бирнәччә қетим қолға елинип, түрмигә яттим.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ:
Бир күни түрмидин чиққанда, мән кичик һәдәмни йоқлап кәлмәкчи болдум. Шу вақитта у икки балиси билән биргә Йәһва гувачилири болғанлиғини билдим. Улар мени җамаәт жиғилишиға тәклип қилди. Мән у йәргә қизиқиш үчүн бардим. Ибадәт өйигә кәлгәндә, мән кирип чиқиватқан һәммә кишиләрни көрүп туруш үчүн ишиккә йеқин олтардим. Шу чағдиму йенимда тапанча бар еди.
Әшу жиғилиш һаятимни өзгәрди. Есимдә қелишичә, мән шу йәрдә өзүмни башқа бир сәйяригә келип қалғандәк һис қилған едим! Шу йәрдики адәмләр мени иллиқ тәбәссум билән қарши алған еди. Уларниң көзлиридин ақ көңүллүк вә сәмимий меһир-муһәббәт чиқип турғанлиғи техи есимдин кәтмәйду. Бу тамамән башқа бир дуния еди!
Мән Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишни башлидим. Билим алғансири, һаят тәрзимни пүтүнләй өзгәртишим керәклигини ениқ чүшинип йәттим. Пәнд-нәсиһәтләр 13:20-айәттики: «Даналар билән биллә жүргән дана болар, әқилсизләргә һәмра болған зиянға учрар»,— дегән сөзләр қәлбимгә қаттиқ тәсир қилди. Мән қара җәмийәт билән болған алақини үзүшим керәклигини чүшинип йәттим. Бу асанға чүшмиди, лекин Тәңри Йәһваниң ярдими билән уларниң арисидин чиқтим.
Һаятимда тунҗа қетим иш-һәрикәтлиримни контрол қилишқа башлидим
Шуниңдәк, мән һәр җәһәттин пак болушни қарар қилдим. Әлвәттә, тамака вә зәһәр чекишни ташлаш үчүн көп күч чиқардим. Узун чачлиримни кесип, қулаққа селивалған һалқини чиқирип, еғизимни яман қилишни тохтаттим. Һаятимда тунҗа қетим иш-һәрикәтлиримни контрол қилишни башлидим.
Оқуш вә тәлим елишни һечқачан яқтурмиған едим. Шу сәвәптин, маңа Муқәддәс китапни үгәнгән вақтида диққәтчан болуш интайин қийин болди. Бирақ буниңға бар күчүм билән тириштим. Аста-аста Тәңри Йәһваға болған меһир-муһәббитим барғансири чоңқурлашти вә ичимдики бир нәрсә өзгиришкә башлиди, йәни вижданим ойғинишқа башлиди. Мән көпинчә өзүм һәққидә сәлбий ой-пикирдә болдум вә мән илгири адәмләргә қилған яманлиқлирим үчүн Йәһва Худаниң чоқум мени кәчүрүветидиғанлиғиға гуман қилдим. Шундақ пәйтләрдә мән Муқәддәс китаптин Йәһва Худаниң падиша Давутниң еғир гуналирини кәчүргәнлиги һәққидики вақиәни оқуп, көп тәсәлли алаттим (Самуилниң 2-язмиси 11:1—12:13).
Мән үчүн йәнә бир қийинчилиқ өйму-өй вәз қилиш еди (Мәтта 28:19, 20). Өтмүштә мән зиян йәткүзгән бирсини учритип қелишим мүмкин дәп қорқаттим. Амма вақит өтүп, бу қорқунучни йеңивалдим. Башқиларниң кәчүрүмчан әрштики Атимиз Йәһва Худани тонушиға ярдәм бәргәндә, көңлүм һәқиқий қанаәт тапқандәк һис қилишни башлидим.
ҚАНДАҚ ПАЙДИСИНИ КӨРДҮМ:
Йәһва Худа тоғрисидики билим һаятимни сақлап қалди. Бурунқи достлиримниң көпинчиси өлүп кәтти яки қамақта олтириватиду. Мән болсам, мәналиқ һаят кәчүрүп, келәчәккә үмүт билән қараймән. Мән кәмтәр болуш, бойсунуш вә вәһший мүҗәз-хулқумни контрол қилишни үгәндим. Мән буниң пайдисини көрдүм. Мәсилән, әтрапимдики кишиләр билән болған мунасивитим яхшиланди. Сөйүмлүк аялим Кармен билән биллә бәхитлик турмуш кәчүрүватимиз. Биз иккимиз кишиләрниң Йәһва Худани тонушиға ярдәм бәргәндә, көңлүмизниң һәқиқий шүкүр-қанаәт тапқанлиғини һис қиливатимиз.
Раст, һазир мән растчил ишчан. Қилидиған ишимниң бәзидә банкилар билән алақиси бар. Бирақ әнди мән тапанча билән булашқа бармаймән, бәлки челәк вә лөңгиләр билән берип шу банкиларни тазлаймән!