МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ
Мән үчүн Худа йоқ еди
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1974
ДӨЛИТИ: ГЕРМАНИЯ ДЕМОКРАТИК ҖУМҺУРИЙИТИ
ҚИСҚА ТАРИХИ: АТЕИСТ
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ:
Мән Саксониядики бир йезида дунияға кәлгән едим. Шу вақитта Саксония Германия Демократик Җумһурийитиниң (ГДҖ) зимини еди. Аилимиздә меһир-муһәббәт һөкүм сүргән. Ата-анам әдәп-әхлақ өлчәмлирини сиңдүргән. ГДҖ коммунистик дөләт болған. Шу сәвәптин Саксониядики кишиләрниң көпинчиси динни муһим дәп қариматти. Мәнму Худаниң бар дегәнгә ишәнмәттим. 18 йешимғичә атеизм вә коммунизм идеясини өзүмгә чоңқур сиңдургән едим.
Немә үчүн коммунизм тәрәпдари болдум? Чүнки униңда барчә инсанлар тәң, баравәр дәйдиған идея мени өзигә җәлип қилған еди. Буниңдин башқа, барлиқ мал-мүлүкләрни адил тәқсим қилиш идеяси байлар билән кәмбәғәлләр арисидики болуватқан чоң пәриқни йоқ қилиду дәп ойлиған едим. Шу сәвәптин мән коммунистик яшлар тәшкилатиға әза болдум. 14 яшқа киргәндә, муһитни қоғдаш үчүн керәксиз қәғәзләрни қайта ишлитишни тәшәббус қилиш ишиға көп вақитни чиқардим. Ауэ шәһиридә қилған ишлирим үчүн у йәрдики һөкүмәт мени мукапатлап шу шәһириниң пәхирлик пухраси дегән шан-шәрәпни бәрди. Техи яш болушимға қаримай, ГДҖдики бәзи атақлиқ сәясәтчиләр билән тонуштум. Мән йәтмәкчи болған мәхсәтләр тоғра вә келәчигим парлақ дәп ойлидим.
Лекин арзу-арманлиримниң һәммиси бир күндила бәрбат болди. 1989-жили Берлин теми ғулитилди. Шуниң билән Шәрқий Европидики коммунист түзүмиму ахирлашти. Һәммә нәрсә астин-үстүн болуп кәтти. Көп өтмәй, ГДҖ һакимийити жүргүзгән мәзгилдә пүтүнләй адаләтсизликниң һөкүм сүргәнлигини чүшәндим. Мәсилән, коммунизмни қоллап-қувәтлимигәнләр иккинчи дәриҗилик пухралар дәп һесапланған екән. Буниңға ишәнгүм кәлмәтти! Биз коммунистар, биз һәммә инсанлар тәң, баравәрлигигә ишәнгәнғу? Коммунизм пәқәт хам хиял болғанму? Ичим сийрилип, чүшкүнлүккә чүшүп кәттим.
Мән һаятимдики мәхсәтләрни өзгәртип, диққитимни музыка вә рәссамлиқ кәспигә ағдурушни қарар қилдим. Музыка колледжни тамамлап, университетқа оқушқа чүшүш имканийитигә егә болдум. Музыка вә рәссамлиқ кәспи билән шуғуллинишни арзу қилдим. Балилиқ чеғимда ата-анам үгәткән әдәп-әхлақ өлчәмлирини аста-аста бир чәткә қайрип қойдум. Һазир һаятимдики әң муһим иш көңүл ечиш еди. Мәсилән бирла вақитта бирнәччә қиз билән учришип жүрдүм. Бирақ музыка, рәссамлиқ вә әркин һаят кәчүрүшму ғәм-тәшвиштин қутулдуралмиди. Һәтта сизған рәсимлирим ичимдики қорқунучни вә ғәм-әндишини әкс әттүргән еди. «Келәчәктә немә болиду? Немә үчүн яшаймән?»— дәп ойлаттим.
Ахири, мени ғәм-тәшвишкә салған соаллиримға җавапни таптим. Колледжда оқуватқанда, бир күни кәчқурунлиғи дәрстин чүшкәндин кейин синипдашлар билән келәчәк һәққидә сөзлишип олтардуқ. Аримиздики Манди * исимлиқ бири Йәһва гувачиси еди. У шу күни у маңа яхши мәслиһәтни бәрди. У: «Андреас, һаят вә келәчәк һәққидики соалларниң җававини тепишни халисиңиз, Муқәддәс китапни әстайидил оқуң, қанаәтлинәрлик җавапларни тапалайсиз»,— деди.
Униң сөзлиригә бир ишинип бир ишәнмидим, йәнә бир тәрәптин Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғиға қизиқиш пәйда болди. Манди диққитимни пәйғәмбәр Даниял китавиниң 2-бабиға қаратти. Оқуғанлиримдин һәйран қалдим. Бу бәшарәттә бүгүнки күнгичә һөкүм сүргән бир қатар қудрәтлик империяләр, йәни һөкүмәтләр тәсвирләнгән еди. Манди Муқәддәс китаптики башқа бәшарәтләрниму көрситип, инсанларни қандақ келәчәк күтидиғанлиғини ейтип бәрди. Растинла, соаллиримға җавап таптим! Лекин бу бәшарәтләрни ким язған? Ким келәчәк тоғрилиқ шунчә ениқ бәшарәт қилалиған? Һәқиқәтән, Худа барму?
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ
Манди мени әр-аял Йәһва гувачилири Хорст вә Ангелика билән тонуштурди. Улар маңа Муқәддәс китапни яхширақ чүшинишкә ярдәм бәрди. Мән пәқәт Йәһва гувачилири Худаниң «Йәһва» дегән шәхсий исмини дайим ишлитидиған вә бу һәққидә башқиларға ейтидиған бирдин-бир диний тәшкилат екәнлигини чүшәндим (Зәбур 83:18; Мәтта 6:9). Тәңри Йәһва инсанларға йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшаш үмүтини ата қилғанлиғини биливалдим. Зәбур 37:9 [36:9]дә: «Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләр болса, зиминға егидарчилиқ қилиду»,— дәп йезилған. Бу үмүт мени бәк җәлип қилди. Чүнки Худаниң өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүшкә тиришидиған һәрбир киши шундақ әҗайип һаятқа еришәләйду.
Бирақ Муқәддәс китаптики принципларға мас яшаш үчүн көп өзгиришләрни қилишим керәк еди. Бу асанға чүшмиди. Музыка вә рәссәмлиқ саһасида қазанған мувәппәқийәтлирим түпәйлидин тәкәббур болуп кәткән едим. Шуниң үчүн биринчи новәттә кәмтәрликни үгинишимгә тоғра кәлди. Әхлақсиз турмуштин ваз кечишму интайин қийин болди. Йәһва Худа Муқәддәс китаптики принципларға әмәл қилишқа бар күчни чиқиришқа тиришиватқан кишиләргә сәвир-тақәт вә рәһим-шәпқәт көрситип, уларни чүшиниватқинидин бәк миннәтдармән!
18 йешимғичә калламға атеизм вә коммунизм идеяси чоңқур сиңип кәткән еди. Лекин, әнди Муқәддәс китапниң һаятимни өзгәртишигә йол беришни қарар қилдим. Алған билимләрниң ярдимидә келәчәктин ғәм-әндишә қилишни ташлап, мәналиқ һаят кәчүрүшкә башлидим. 1993 жили мән Йәһва гувачиси сүпитидә суға чөмдүрүлүштин өттүм. 2000 жили қизғин вәз ейтидиған Табита исимлиқ қериндашқа өйләндим. Башқиларниң Муқәддәс китаптин билим елишиға ярдәм беришкә имканийитимизниң баричә көпирәк вақтимизни сәрип қилимиз. Вәз қилғанда, маңа охшаш коммунизм вә атеизм идеяси каллисиға чоңқур сиңип кәткән кишиләрни учритимиз. Уларниң Йәһва Худани тонушиға ярдәм бәргәндә, көңлүм һәқиқий қанаәт тапқандәк һис қилимән.
ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?
Мениң Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиғанлиғимни аңлиғанда, ата-анам чачлири тик туруп кәткән еди. Лекин кейинәрәк улар Йәһва гувачилириниң мениң һаятимда көп өзгиришләрниң қилишимға иҗабий тәсир қилғанлиғини көрди. Мени әң хошал қилидиғини, һазир улар Муқәддәс китапни оқуп, Йәһва гувачилириниң жиғилишлириға қатнишиватиду.
Табита иккимиз бәхитлик турмуш кәчүрүватимиз, чүнки Муқәддәс китапта аилиләр үчүн берилгән мәслиһәтләргә әмәл қилишқа тәң күч чиқиримиз. Мәсилән, «әр-хотун бир-биригә садиқ болсун» дегән мәслиһәт некайимизда вападарлиқни сақлишимизға ярдәм бериду (Ибранийларға 13:4, ҺЗ).
Әнди мән турмушумдин вә келәчәктин ғәм-әндишә қилип қорқмаймән. Һәқиқий течлиқ вә инақ-иттипақлиқ һөкүм сүридиған хәлиқаралиқ чоң аилиниң әзаси екәнлигимни һис қилимән. Пәқәт бу аилидә һәммә әзалар бир-биригә тәң, баравәр муамилә қилиду. Мән дәл буниңға пүтүн вуҗудум тәшна болуп, арзу қилған идим.
^ 12-абзац Исим өзгәртилгән