2—8 сентябрь
ЗӘБУР 79—81
34-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Йәһва Худаниң улуқ исмини яхши көридиғанлиғиңизни көрситиң
(10 мин.)
Йәһваға һөрмәтсизлик көрситидиған ишлардин нери болуң (Зб 79:10; w17.02 9-б., 5-абз.)
Йәһваниң исмини чақириң (Зб 80:18; ijwbv 3-мақалә, 4, 5-абз.)
Йәһва Худаға қулақ селип, Униң исмини яхши көргәнлигимизни көрсәтсәк, мол бәрикәткә еришимиз (Зб 81:13, 16)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 80:1: Немә үчүн бәзидә Йүсүпниң исми Исраилниң һәммә әвлатлириға қарита қолланған? (it «Йүсүп»)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 79:1—80:7 (th 10-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(1 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиң (lmd 4-дәрис, 4-абзац).
5. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиң (lmd 4-дәрис, 3-абзац).
6. Сөһбәт башлаш
(2 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиң (lmd 3-дәрис, 3-абзац).
7. Қайта йолуқуш
(5 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Авал Муқәддәс китапни үгинишкә келишмигән кишигә қайтидин үгинишни тәвсийә қилиң (lmd 8-дәрис, 3-абзац).
9-нахша
8. Улар мениң исмимни улуқлайду
(15 мин.) Муһакимә.
Шәйтан Ерәм беғида Йәһва Худаниң исмиға төһмәт қилған. Шуниңдин бери Худаниң исмини ақлаш пәриштиләр вә адәмләр үчүн әң муһим мәсилә болуп кәлмәктә.
Шәйтан Худа тоғрилиқ әқилгә сиғмайдиған қандақ ялған сөзләрни ейтқан? У Йәһва Худани қатил, рәһимсиз башқурғучи дәп әйипләп келиватиду (Яр 3:1—6; Ап 4:18, 19). У Йәһва Худаниң хизмәтчилирини Уни һәқиқәтән яхши көрмәйду дәп ейтқан (Ап 2:4, 5). Һәтта миллионлиған адәмниң бизни қоршап турған гөзәл тәбиәтни Худа яратмиған дәп ойлишиға Шәйтан сәвәпчи (Рм 1:20, 21).
Мошуниңға охшаш ялғанни аңлиғанда қандақ сезимдә болисиз? Бәлким, Йәһва Худа тәрипини яқлап, Униң исмини қоғдиғимиз келиду! Биз Йәһва Худаниң исмини муқәддәс қилишиға өз һәссимизни қошушни халаймиз (Йәшая 29:23ни селиштуруң). Сиз буниңға қандақ қилип һәссә қошалайсиз?
-
Башқиларға Йәһва Худани билишигә вә Уни яхши көрүшигә ярдәм бериң (Йоһ 17:25, 26). Йәһва Худаниң бар екәнлиги вә Униң әҗайип хисләтлири һәққидә ейтип беришкә дайим тәйяр болуң (Йша 63:7).
-
Йәһва Худани пүтүн жүригиңиз билән яхши көрүң (Мт 22:37, 38). Пәқәт өзүңизгә яхши болуш үчүнла әмәс, Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн Униң көрсәтмилиригә бойсунуң (П.н 27:11).
«Меһир-муһәббәт һеч совумайду... мәктәптә яман тәсиргә дуч кәлгәндә» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
-
Ариел билән Диего Йәһва Худаниң исмини қандақ қоғдиған?
-
Уларни Йәһва Худаниң исмини қоғдашқа немә дәвәт қилған?
-
Улардин қандақ савақ алалайсиз?
9. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 15-бап, 1—7 абз. вә 6-бөлүмгә кириш сөз; btq 15-бап, 1—7 абз. вә 6-бөлүмгә кириш сөз