Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

16-БӨЛҮМ

Мәсиһниң келиши

Мәсиһниң келиши

Йәһва Худа Насирәлик Әйса — вәдә қилинған Мәсиһ екәнлигини көрсәтти

ВӘДӘ қилинған Мәсиһни кишиләрниң тонуп ениқлишиға Йәһва ярдәм бәргәнму? Шундақ. Төвәндә Худаниң немә қилғанлиғини көрүп бақайли. Муқәддәс китапниң әң ахирқи ибраний қол язмиси йезип пүттүрүлгәндин тәхминән төрт әсир өткәндин кейин, Җәлилийәниң шималидики Насирә шәһиридә, Мәрйәм дегән қизға Җәбраил исмилик пәриштә йолуқти..Гәрчә Мәрийәм бир пак қиз болсиму, Худаниң өз һәрикәт күчи йәни муқәддәс роһийниң вастиси билән Мәрийәм һамилдар болуп, бир оғул туғидиғанлиғини ейтти. Бу оғул узун заманлар илгири вәдә қилинғандәк, падиша болуп мәңгү һөкүмранлиқ қилатти! У балиниң һаятини Худа асмандин Мәрийәмниң қорсиғиға йөткигән.

Мәрийәм Худаниң шу муһим вә шан-шәрәплик вәзиписини кәмтәрлик билән қобул қилди. Униң тойлашмақчи болған жигити Йүсүп бир яғашчи еди. Худа бир пәриштәсини әветип, Мәрийәмниң һамилдар болуш сәвәвини Йүсүпкә билдүргәндин кейин, Йүсүп Мәрийәмгә өйләнди. Ундақта, Мәсиһниң Бәйтләһәмдә туғулиши тоғрисидики бәшарәт әмәлгә аштиму? (Мика 5:2). Шу кичик шәһәр Бәйтләһәм Насирәдин 140 километр жирақлиқта еди.

Шу вақитта, Рим императори буйруқ чиқарди. Һәр бир киши өз журтиға қайтип нопустин өтүши керәк еди. Еһтимал Йүсүп вә Мәрийәмниң түп йилтизи Бәйтләһәмдә болғанлиқтин, шуңа Йүсүп һамилдар аяли билән өз журтиға Бәйтләһәмгә қайтип барди (Луқа 2:3). Мәрийәм оғлини бир еғилда бошунуп, уни ат оқуриға ятқузуп қойди. Шу чағда, Худа бир пәриштилирини әветип, вәдә қилинған Мәсиһниң туғулғанлиғи тоғрисида тағ бағридики бир топ падичиларға хәвәр бәрди.

Кейинирәк, Әйсаниң вәдә қилинған Мәсиһ екәнлигигә йәнә башқиму тәстиқләр болған. Йәшая пәйғәмбәр, Мәсиһниң муһим вәзиписи үчүн йол тәйяр қилғучи бир кишиниң келидиғанлиғини бәшарәт бәргән (Йәшая 40:3). Шу киши чөмдүргүчи Йәһия пәйғәмбәр болған. У Әйсани көргәндә, мундақ деди: «Мана Худаниң қозиси дунияниң гунасини көтәргүчи!» Йәһия пәйғәмбәрниң бәзи шагиртлири дәрһал Әйсаға әгәшти. Уларниң бири: «биз Мәсиһни ... таптуқ»,— дегән (Йоһан 1:29, 36, 41).

Йәһия пәйғәмбәр Әйсани чөмдүргәндә, Худа Йәһвә асмандин сөз қилип, техиму ениқ гувалиқ бәрди. Худа муқәддәс роһ арқилиқ, Әйсани Мәсиһ қилип тайинлап вә шундақ дегән еди: «Униң билән хуш ризайим [разилиғим] бар» (Мәтта 3:16, 17). Шундақ қилип, узун заманлар илгири вәдә қилинған Мәсиһ мәйданға кәлди!

Бу иш қачан йүз бәрди? Дәл Даниял пәйғәмбәр бәшарәт бәргәндәк 483 жил ахирлишип, милади 29-жилиға кәлгәндә йүз бәрди. Мошулар Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини көрситидиған нурғун испатларниң бири. Ундақта, Әйса йәр йүзидә яшиған мәзгилдә, қандақ хәвәрни ашкарлатти?

Мәтта 1—3; Марк 1; Луқа 2; Йоһан 1гә асасланған.