Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-БӨЛҮМ

Худаниң Ибраһим вә униң аилисини бәрикәтлиши

Худаниң Ибраһим вә униң аилисини бәрикәтлиши

Ибраһимниң әвлатлириниң ронақ тепиши; Худаниң Йүсүпни Мисирда қоғдиши

ЙӘҺВА наһайити яхши көридиған бири кәлгүсидә азап-оқубәт чекиши вә өлүши керәк еди. Яритилиш 3-бап 15-айәттә хатириләнгән бәшарәт мошу һәқиқәтни көрсәткән. Худа инсанийәткә өзи яхши көридиған бириниң қурбанлиғиниң қәдир-қиммитини қайси усул арқилиқ көрситәләйду? Муқәддәс китап бизгә Худа Ибраһимни яхши көридиған оғли Исһақни қурбанлиқ қилишқа буйриғанлиғи тоғрисидики һәқиқий мисални ейтип бериду.

Ибраһимниң иман-етиқади күчлүк еди. Алла униңға, бәшарәт берилгән Қутқазғучи ниҗаткар йәни нәсилниң Исһақниң әвлатлири арисидин мәйданға келидиғанлиғини вәдә қилған еди. Ибраһим итаәтчанлиқ билән өз оғлини қурбанлиқ қилишқа тәйяр болди. Чүнки у Худаниң Исһақни тирилдүридиғанлиғиға ишинәтти. Бирақ Худаниң бир пәриштиси Ибраһимни дәл вақтида тохтатти. Ибраһим өзигә әң қиммәтлик болған оғлини өз ихтияри билән тәғдим қилғанлиғи үчүн махташқа еришти. Худа садақәтмән Ибраһимға бурун бәргән вәдисини қайтилиди.

Кейинирәк, Исһақ икки оғуллуқ болди, улар Әсав вә Яқуп еди. Яқуп Әсавға охшиматти, у Худаға тәқвадар болғанлиғи үчүн бәрикәтләргә еришти. Худа Яқупниң исмини Исраил дәп өзгәртти. Униң 12 оғуллири Исраил хәлқиниң он икки қәбилисиниң бовилири болди. Ундақта, шу қәбилиләр қандақ қилип улуқ бир хәлиқ болди?

Яқупниң оғуллириниң көпинчиси иниси Йүсүпкә қизғанчуқлуқ қилип уни қул орнида сетивәтти вә у Мисирға әкетилди. Бирақ Худа садақәтмән вә батур яш жигит Йүсүпни бәрикәтлиди. Йүсүп көп җапа-мәшәқәт тартқан болсиму, әң ахирида Мисир падишаси тәрипидин таллинип, униңға чоң һоқуқ берилди. Ачарчилиқ башлинип Яқуп бәзи оғуллирини Мисирға ашлиқ сетивелишқа әвәтти. Дәл шу вақитларда, Йүсүп Мисирдики барлиқ ашлиқни башқурғучи болған еди. Пушайман қилған қериндашлири билән көз яшлар аққузуп қайта җәм болғандин кейин, Йүсүп қериндашлирини әпу қилди вә пүткүл аилә әзалириниң Мисирға көчүп келишини орунлаштурди. Улар наһайити яхши зәмингә егә болди. Шу йәрдә улар давамлиқ көпийип, ронақ тапалатти. Худа өз вәдилирини әмәлгә ашуруш үчүн шу ишларни орунлаштурғанлиғини Йүсүп чүшәнгән еди.

Яшанған Яқуп қалған өмрини аилисидикилири билән биллә Мисирда өткүзди. Яқуп кесәл карвитида йетип, вәдә қилинған нәсил йәни Қутқазғучи ниҗаткар тоғрисида — униң бир күчлүк Һөкүмран болидиғанлиғини вә он икки оғулниң бири болған Йәһуданиң қәбилисидин дунияға келидиғанлиғини бәшарәт бәргән еди. Нурғун жиллардин кейин, Йүсүп һәм өлүш алдида, кәлгүсидә Худа Исраил хәлқини Мисирдин елип чиқидиғанлиғи тоғрисида бәшарәт бәргән еди.

Яритилиш 20—50 бап; Ибранийларға 11:17—22гә асасланған.