Мән тәйярму?
Мән җамаәт билән бирликтә вәз ейтишқа тәйярму?
Төвәндики ишларни қилсиңиз, чөмдүрүлмигән вәз ейтқучи болушқа лайиқ болалайсиз:
Дайим Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиң, дуа қилиң вә җамаәт учришишлириға қатнишиң.
Алған билимлириңизгә ишиниң вә уларни қәдирләң һәмдә башқиларға ейтип бериң.
Йәһва Худани сөйүң вә Уни сөйидиған кишиләр билән дост болуң.
Һәрқандақ сәясий партия яки сахта динлар билән болған мунасивитиңизни үзүң.
Йәһва Худаниң қанун-өлчәмлиригә мас яшаң вә Йәһва гувачиси болушқа интилиң.
Әгәр сиз җамаәт билән бирликтә вәз ейтишқа тәйяр болсиңиз, сизгә Муқәддәс китап үгитиватқан кишигә ейтиң. У ақсақалларни сиз билән сөһбәтлишишкә орунлаштуралайду. Улар сизниң чөмдүрүлмигән вәз ейтқучи болуш үчүн немә қилиш керәклигини чүшәндүрүп бериду.
Мән чөмдүрүлүшкә тәйяр болдумму?
Төвәндики ишларни қилсиңиз, чөмдүрүлүшкә лайиқ болалайсиз:
Чөмдүрүлмигән вәз ейтқучи болуң.
Мүмкинқәдәр көпирәк вәз хизмитигә қатнишишқа тиришиң.
Садиқ вә әқил-парасәтлик қулни қоллап-қувәтләң вә уларниң көрсәтмилиригә бойсунуң (Мәтта 24:45—47).
Йәһва Худаға мәңгү хизмәт қилиш үчүн шәхсий дуада өзүңизни Униңға беғишлаң.
Әгәр чөмдүрүлүшкә тәйяр болсиңиз, сизгә Муқәддәс китап үгитиватқан кишигә ейтиң. У ақсақалларни сиз билән сөһбәтлишишкә орунлаштуралайду. Улар сизгә чөмдүрүлүшкә лайиқ болуш үчүн немә қилишиңиз керәклигини чүшәндүрүп бериду.