6-БАП
Пайдилиқ оюн-тамашиларни таллаң
«Һәммә нәрсини Яратқучиниң шәрипигә қилиңлар» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 10:31).
1, 2. Оюн-тамашиларни қандақ таллишимиз керәк?
ТӘМЛИК бир мевини йемәкчи болғиниңизда, униң бузулған бир йерини байқап қалдиңиз дәйли. Сиз немә қилисиз? Мевини сесиған җайи билән қошуп йәвәтсиңиз, уни пүтүнләй ташлавәтсиңиз яки сесиған җайини кесиветип, қалған қисмини йәвәтсиңиз болиду. Сиз қайсисини таллайсиз?
2 Оюн-тамашиларни мошу мевә билән селиштурушқа болиду. Бәзидә биз дәм елип, көңүл ечишни халаймиз, амма заманивий оюн-тамашиларниң бесим көпчилиги әхлақсиз. Сиз немә қилмақчи? Бәзилири һәрқандақ оюн-тамашиларни яхши-яман дәп пәриқ қилмайла, қобул қилиду. Башқилири зиянлиқ тәсиридин сақлиниш үчүн, уларниң һәммисини рәт қилиду. Йәнә бирлири болса, зиянлиқ оюн-тамашилардин ваз кечип, пайдилиқ оюн-тамашилардин баш тартмайду. Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғиңиз үчүн, қайсисини таллишиңиз керәк?
3. Биз һазир немини қараштуримиз?
3 Көпчилигимиз, еһтимал, үчинчисини таллаттуқ. Биз дәм елишқа муһтаҗ екәнлигимизни чүшинимиз, амма оюн-тамашиниң әхлақий җәһәттин пак болушини халаймиз. Шу сәвәптин, оюн-тамашиларниң пайдилиқ яки зиянлиқ екәнлигини ениқлавелишимиз зөрүр. Әң алди билән, таллишимизниң Йәһва Худаға болған ибадитимизгә қандақ тәсир қилидиғанлиғини қараштурайли.
«ҺӘММӘ НӘРСИНИ ЯРАТҚУЧИНИҢ ШӘРИПИГӘ ҚИЛИҢЛАР»
4. Беғишлинишимиз оюн-тамашиларни таллишимизға қандақ тәсир қилиши керәк?
4 1946-жили чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән бир яшанған бурадәрниң мисалини көрәйли. У мундақ дегән: «Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтидиғанлар үчүн ейтилидиған һәрбир нутуқни диққәт қоюп, худди өзүм чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүватқандәк аңлашни қарар қилдим». Немишкә? У: «Худаға беғишланғанлиғимни есимда мәһкәм тутқанлиғим садақәтмәнлигимни сақлаш үчүн интайин муһим»,— дәп чүшәндүрди. Сизму буниң билән сөзсиз келишисиз. Һаятиңизни Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлиғиниңизни есиңизда тутсиңиз, синақларда Униңға садиқ болалайсиз (Вәз 5:4ни оқуң). Әмәлийәттә, беғишланғанлиғиңиз һәққидә мулаһизә қилиш пәқәтла мәсиһий хизмитиңизгә тәсир қилипла қоймай, һаятиңизниң йәнә башқа саһалириға, шундақла оюн-тамашиларғиму тәсир қилиду. Әлчи Паул бу һәқиқәтни тәкитләп, шу замандики мәсиһийләргә: «Шуңа йесәңларму яки ичсәңларму, яки башқа бир нәрсә қилсаңларму, һәммә нәрсини Яратқучиниң шәрипигә қилиңлар»,— дәп язған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31).
5. Лавийлар 22:18—20 бизгә Римлиқларға 12:1дики йошурун агаһландурушни көрүшкә қандақ ярдәм бериду?
5 Сизниң һәрбир иш-һәрикитиңиз Йәһваға болған ибадитиңиз Римлиқларға 12:1). «Тән» дегән сөз әқил, қәлб һәм җисманий күчни билдүриду. Сиз буларниң һәммисини Худаға хизмәт қилиш үчүн пайдилинисиз (Марк 12:30). Паул чин қәлбидин атқурулидиған мошундақ хизмәтни қурбанлиқ дәп атиған. Бу ибаридә йошурун агаһландуруш бар. Мусаниң қануниға бенаән, Худа нуқсанлиқ қурбанлиқни рәт қилған (Лавийлар 22:18—20). Мәсиһийниң роһий қурбанлиғи тоғрилиқму шундақ дейишкә болиду. Әгәр униң нуқсани болса, Худа уни қобул қилмайду. Бу қандақ йүз бериши мүмкин?
билән бағлиқ. Әлчи Паул бу һәқиқәт етиқатдашларниң есида мәһкәм сақлинип қелиши үчүн римлиқларға язған хетидә чоңқур мәналиқ ибарини ишләткән. У етиқатдашлирини: «Әқилни ишләткәч муқәддәс хизмәтни атқуруш үчүн, тениңларни Рәббимизгә яқидиған тирик, муқәддәс қурбанлиққа бериветиңлар»,— дәп дәвәт қилған (6, 7. Мәсиһий өз тенини қандақ булғиши мүмкин һәм бу қандақ ақивәтләргә елип келиду?
6 Әлчи Паул Римдики мәсиһийләрни агаһландуруп: «Өз әзалириңларни гунаға тутуп бәрмәңлар»,— дәп ейтқан. Йәнә Паул уларни «тәнниң ишлирини» өлтүрүшкә дәвәт қилған (Римлиқларға 6:12—14; 8:13). Буниң алдида у «тәнниң ишлириниң» бирнәччисини атап өтти. Гунаға берилгән адәмләр һәққидә Паул мундақ дәп язған: «еғизи қарғишларға толған», «путлири қан төкүшкә алдирайду», «көзлиридә Худадин қорқуш йоқтур» (Римлиқларға 3:13—18). Мәсиһий өзиниң тән «әзалирини» мошундақ гунакар иш-һәрикәтләрни қилиш үчүн пайдиланса, униң пүткүл бәдини булғиниду. Мәсилән, әгәр мәсиһий порнографияни яки вәһшиянә зораванлиқ қатарлиқ әхлақсиз материалларни әтәй қариса, у өз көзлирини гунаға тутуп бериду вә шундақ қилип, пүткүл тенини булғайду. Униң ибадәттә қилған һәрқандақ иши муқәддәслигидин айрилған қурбанлиққа айлиниду һәм Худа уни қобул қилмайду (Қанун шәрһи 15:21; Петрусниң 1-хети 1:14—16; Петрусниң 2-хети 3:11). Бу налайиқ оюн-тамашилар үчүн төлинидиған интайин қиммәт бәдәлдур!
7 Шуниңдин рошән көрүвелишкә болидуки, мәсиһийниң оюн-тамашиларни таллиши җиддий ақивәтләргә елип келиши мүмкин. Биз таллиған оюн-тамашилар Худаға беридиған қурбанлиғимизни булғимастин, зенәтлиши лазим. Әнди, оюн-тамашиларниң қайсиси пайдилиқ, қайсиси зиянлиқ екәнлигини қандақ ениқлашқа болидиғанлиғини қараштурайли.
«РӘЗИЛЛИК СИЛӘРДӘ НӘПРӘТ ҚОЗҒИСУН»
8, 9. а) Оюн-тамашиларни қайси икки топқа бөлүшкә болиду? ә) Мәсиһийләр қайси оюн-тамашиларни рәт қилиду вә немишкә?
8 Әслидә, оюн-тамашиларни икки топқа бөлүшкә болиду. Биринчисигә мәсиһийләр тамамән рәт қилидиған оюн-тамашилар, иккинчисигә болса, мәсиһийләрниң бәзилири лайиқ дәп ойлиса, башқилири налайиқ дәп һесаплайдиған оюн-тамашилар кириду. Авал биринчи топқа ятидиғанларни қараштуруп көрәйли.
9 Биринчи бапта ейтилғандәк, оюн-тамашиларниң бәзи түрлири Муқәддәс китапта очуқ әйиплиниду. Вәһшиянә яки җинлар билән бағлиқ, порнографиялик яки әхлақсизлиққа толған вә жиркиничлик ишларға дәвәт қилидиған торбәтләр, фильмлар, телекөрситишләр вә музыка һәққидә ойлинип көрүң. Оюн-тамашиларниң мошундақ рәзил түрлиридә Худаниң қанун-қаидилиригә зит келидиған ишлар иҗабий түрдә көрситилгәнликтин, һәқиқий мәсиһийләр улардин қечиши керәк (Әлчиләр 15:28, 29; Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10; Вәһий 21:8). Мәсиһийләргә налайиқ мошундақ оюн-тамашиларни рәт қилиш арқилиқ һәқиқәтән яманлиқтин нери болғанлиғиңизни һәм рәзилликтин нәпрәтлинидиғанлиғиңизни көрситисиз. Шу чағда етиқадиңизниң «иккиүзлүк әмәс» екәнлигини дәлилләйсиз (Римлиқларға 12:9; Зәбур 34:14; Тимотийға 1-хәт 1:5).
10. Оюн-тамашилар һәққидә қандақ ой-пикир хәтәрлик һәм немишкә?
10 Бәзи адәмләр әхлақсизлиқ очуқ-ашкарә тәсвирлинидиған нәрсиләрни көрүшниң һеч зийини йоқ дәп Йәрәмия 17:9ни оқуң). Йәһва Худа әйипләйдиған ишлар көңлүмизни хуш қилса, рәзилликтин нәпрәтлинимиз дәп ейтишқа боламду? Әгәр әхлақсизлиқниң бизгә тәсир қилишиға пат-пат йол қойсақ, һис-туйғулиримиз қашаңлишип кетиду (Зәбур 119:70; Тимотийға 1-хәт 4:1, 2). Бу бизниң немә қилидиғанлиғимизға һәм башқиларниң гунакар жүрүш-турушиға қандақ қарайдиғанлиғимизға тәсир қилиду.
қарайду. Улар: «Мән фильмларда вә телекөрситишләрдә әхлақсизлиқни көрсәмму, өзүм һечқачан шундақ қилмаймән» дәп ойлайду. Мошундақ ойлаш алдамчи вә хәтәрликтур (11. Оюн-тамашиларни таллиғанда, Галатилиқларға 6:7дики сөзләрниң һәқ екәнлиги қандақ тәстиқлиниду?
11 Бундақ әһвал бурунму йүз бәргән. Бәзибир мәсиһийләргә әхлақсиз нәрсиләрни көрүш адити тәсир қилғанлиқтин, улар әхлақсиз ишларни қилишқа башлиған. Улар «инсан немә терисә, шунила жиғиду» дегән сөзләрниң һәқ екәнлигигә көз йәткүзгән (Галатилиқларға 6:7). Лекин шундақ ақивәтләрдин қечишқа болиду. Оюңизни таза нәрсиләргә толдурсиңиз, буниң пайдилиқ нәтиҗисини көрисиз. (« Мән оюн-тамашиларниң қайсисини таллишим керәк?» намлиқ рамкиға қараң).
МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ ПРИНЦИПЛИРИҒА АСАСЛАНҒАН ШӘХСИЙ ҚАРАРЛАР
12. Оюн-тамашиларни таллашта Галатилиқларға 6:5ни қандақ пайдилинишқа болиду һәм шәхсий қарарларни қобул қилғанда, биз қайси рәһбәрликкә риайә қилалаймиз?
12 Әнди иккинчи топни қараштурайли. Бу топқа Муқәддәс китап беваситә йә әйиплимәйдиған, йә мақуллимайдиған оюн-тамашилар кириду. Мәсиһий шундақ оюн-тамашиларни таллиғанда, қайсиси лайиқ екәнлигини өзи қарар қилиши керәк (Галатилиқларға 6:5ни оқуң). Мошундақ мәсилиләрдиму бизгә йол-йоруқ көрситидиған рәһбәрлик бар. Муқәддәс китапта Йәһваниң пикир қилиш тәрзини чүшинишкә ярдәм беридиған принциплар, йәни асасий һәқиқәтләр, йезилған. Бу принципларни нәзәргә алсақ, Йәһваниң барлиқ нәрсиләргә, шу җүмлидин оюн-тамашиларға, тегишлик «ирадиси немидә екәнлигини» биләләймиз (Әфәсликләргә 5:17).
13. Йәһвани рәнҗитидиған оюн-тамашилардин нери турушқа бизни немә дәвәт қилиду?
13 Раст, мәсиһийләрниң һәммисиниң яхши билән яманни айривелиш қабилийити, йәни зерәклиги, бирдәк әмәс (Филипиликләргә 1:9). Униңдин башқа, оюн-тамашиларға тегишлик таллишимизму һәр түрлүк болиду. Шуниң үчүн һәммә мәсиһийләр охшаш қарарға келидиғанлиғини күтмәслигимиз керәк. Шундақ болсиму, Муқәддәс китап принциплириниң әқлимиз билән қәлбимизгә тәсир қилишиға йол қойғансири, Йәһвани рәнҗитидиған һәрқандақ оюн-тамашилардин жирақлишишқа җан-җигәримиз билән интилимиз (Зәбур 119:11, 129; Петрусниң 1-хети 2:16).
14. а) Оюн-тамашиларни таллиғанда, қайси амилни етибарға елишимиз керәк? ә) Падишалиқниң мәнпәәтлири һаятиңизда биринчи орунда туруши үчүн немә қилишиңиз керәк?
14 Оюн-тамашиларни таллиғанда, етибар қилишимиз керәк йәнә бир муһим амил — вақит мәсилиси. Қандақ оюн-тамашини таллавелишиңиз сизниң немини мақул көридиғанлиғиңизни көрсәтсә, униңға қанчилик вақит бөлидиғанлиғиңиз сиз үчүн неминиң муһим екәнлигини көрситиду. Әлвәттә, мәсиһийләр үчүн роһий ишлар биринчи орунда туриду (Мәтта 6:33ни оқуң). Бирақ һаятиңизда Худа Падишалиғи авалқидәк биринчи орунда туридиғанлиғини қандақ көрситәләйсиз? Әлчи Паул шундақ дегән: «Силәр данасизлардәк әмәс, бәлки данишмән кишиләрдәк болушуңлар үчүн жүрүш-турушуңларға диққәт билән беқиңлар, чүнки зулум дәвирдә яшаватимиз, шуңа вақитни дурус пайдилиниңлар» (Әфәсликләргә 5:15, 16). Һәқиқәтән, оюн-тамашиларға бөлүнидиған вақитни чәкләш арқилиқ «муһимирақ» нәрсиләргә, йәни өзүңизни роһий җәһәттин мустәһкәмләйдиған ишларға, вақит бөләләйсиз (Филипиликләргә 1:10).
15. Немишкә оюн-тамашиларни таллиғанда, хәвпсиз чегарини бәлгүләш дана болиду?
15 Униңдин башқа, оюн-тамашиларни таллиғанда, хәвпсиз чегарини бәлгүләш дана болиду. Буни қандақ чүшиниш керәк? Мевә тоғрилиқ мисални йәнә бир қетим қараштурайли. Сиз мевиниң бузулған йерини йәп қоймаслиқ үчүн, униң сесиған җайинила әмәс, бәлким, өп-чөрисиниму кесип ташлайсиз. Оюн-тамашиларға тегишликму шундақ қилған яхши. Данишмән мәсиһий Муқәддәс китап принциплириға зит болған оюн-тамашилардин хали болупла қалмай, гуман кәлтүридиған яки Пәнд-нәсиһәтләр 4:25—27). Шундақ қилишиңизға Худа Сөзидики мәслиһәтләргә зич риайә қилиш ярдәм бериду.
роһий һалитигә зәхим кәлтүридиған оюн-тамашилардин нери туриду («ТАЗА НӘРСИЛӘР» ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛАҢ
16. а) Әхлақий мәсилиләргә тегишлик көзқаришимизниң Йәһваниңкидәк екәнлигини қандақ көрситәләймиз? ә) Муқәддәс китаптики принципларға әмәл қилиш қандақ қилип сизниң һаят тәрзиңиз болуп қалалайду?
16 Һәқиқий мәсиһийләр оюн-тамашиларни таллиғанда, әң авал Пәрвәрдигарниң көзқаришини етибарға алиду. Муқәддәс китаптин Йәһва Худаниң һис-туйғулири һәм нормилирини билишкә болиду. Сулайман падиша Йәһва Худа өч көридиған нәрсиләрни атап өткән, мәсилән: «ялған сөзләйдиған тил, бегуналарниң қенини төккүзидиған қол, сүйиқәст ойлайдиған көңүл, яманлиқ қилишқа жүгрәйдиған путлар» (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16—19 ). Йәһваниң көзқариши сизгә қандақ тәсир қилиши керәк? Зәбур язғучиси: «Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар»,— дәп ейтқан (Зәбур 97:10). Таллиған оюн-тамашилириңиз сизму Йәһваға охшаш яман нәрсиләрдин нәпрәтлинидиғанлиғиңизни көрситиши керәк (Галатилиқларға 5:19—21). Шундақла сизниң әмәлийәттә қандақ адәм екәнлигиңизни башқиларниң алдида әмәс, бәлки ялғуз қалғанда қилидиған иш-һәрикәтлириңиз көрситидиғанлиғини әстә тутуң (Зәбур 11:4; 16:8). Шуниң үчүн һаятиңизниң барлиқ саһалирида Йәһваниң әхлақий мәсилиләргә нисбәтән көзқаришини әстә тутушни чин көңлүңиздин халисиңиз, һәрдайим Муқәддәс китаптики принципларға бенаән қарарларни қобул қилисиз. Вақит өткәнсири, бу сизниң һаят тәрзиңиз болуп қалиду (Коринтлиқларға 2-хәт 3:18).
17. Оюн-тамашини таллиғанда өзүмизгә қандақ соалларни қоюшимиз керәк?
17 Оюн-тамашиларни таллиғанда, Худаниң пикир қилиш тәрзигә мувапиқ иш қиливатқанлиғиңизға көз йәткүзүшиңиз үчүн йәнә немә қилишқа болиду? Мону соал һәққидә ойлинип көрүң: «Оюн-тамашилар маңа вә Худа билән мунасивитимгә қандақ тәсир қилиду?» Мәсилән, у яки бу фильмни көрүштин авал өзүңиздин: «Бу фильмниң мәзмуни мениң вижданимға қандақ тәсир қилиду?» дәп сорап көрүң. Мошу әһвалда қандақ принципларни қоллинишқа болидиғанлиғини қараштуруп көрәйли.
18, 19. а) Филипиликләргә 4:8дики принцип оюн-тамашимизниң пайдилиқ екәнлигини ениқлашқа қандақ ярдәм бериду? ә) Яхши болған оюн-тамашини таллашқа йәнә қандақ принциплар ярдәм берәләйду? (Изаһәткә қараң.)
18 Асасий принцип Филипиликләргә 4:8дә йезилған: «Ахирида, қериндашлирим, һәқиқий, җиддий, диққәткә лайиқ, һәққаний, таза, меһир-муһәббәткә сазавәр, разилиққа ярамлиқ, яхшилиққа ятидиған һәм махташқа лайиқ барлиқ нәрсиләр тоғрисида һемишәм мулаһизә қилиңлар». Әлвәттә, Паул бу йәрдә оюн-тамашилар тоғрилиқ ейтмиған, бәлки ой-нийитимизниң Худани хурсән қилидиған нәрсиләр һәққидә болуши керәклигини ейтқан (Зәбур 19:14). Амма әлчи Паулниң сөзлирини оюн-тамашиларға нисбәтәнму пайдилинишқа болиду. Қандақларчә?
19 Өзүңиздин: «Мән таллавалған фильмлар, видеооюнлар, музыка вә башқиму оюн-тамашилар әқлимни “таза” нәрсиләр билән толдурамду?» дәп сорап көрүң. Мәсилән, бирәр фильмни көрүп болғандин кейин, хатириңиздә қандақ тәсвирләр қалиду? Әгәр есиңизда қалған нәрсиләр йеқимлиқ, таза һәм тәскин беридиған болса, демәк, оюн-тамашә пайдилиқ болди. Лекин көргән фильм Мәтта 12:33; Марк 7:20—23). Немишкә? Чүнки әхлақий җәһәттин напак болған нәрсиләрни ойлаш көңүл арамлиғиңизни йоққа чиқириду, Муқәддәс китапқа бенаән тәрбийиләнгән вижданиңизни җараһәтләйду һәм Йәһва билән болған мунасивитиңизни бузиду (Әфәсликләргә 5:5; Тимотийға 1-хәт 1:5, 19). Мундақ оюн-тамашилар өзүңизгә зиян болғанлиқтин, уларни қәтъий рәт қилишиңиз зөрүр * (Римлиқларға 12:2). «Көзлиримни сахтини көрүштин яндурғайсән» дәп дуа қилған зәбур язғучисиға тәқлит қилиң (Зәбур 119:37).
сизни напак нәрсиләрни ойлашқа дәвәт қилса, оюн-тамашә пайдисиз, һәтта зиянлиқ болди дегән сөз (БАШҚИЛАРНИҢ МӘНПӘИТИНИ ОЙЛАҢ
20, 21. Қандақ қилип Коринтлиқларға 1-хәт 10:23, 24 пайдилиқ оюн-тамашини таллаш билән бағлиқ?
20 Әлчи Паул шәхсий мәсилиләргә тегишлик қарарларни қобул қилғинимизда нәзәргә елишимиз керәк болған Муқәддәс китаптики муһим бир принципқа диққәт ағдурди. У: «Һәммә нәрсә қануний, амма барлиғи пайдилиқ әмәс. Һәммә нәрсә қанунлуқ, бирақ барлиғи мустәһкәмлимәйду. Һәрким өзиниң пайдисини әмәс, башқисиниң пайдисини издисун»,— дәп ейтқан (Коринтлиқларға 1-хәт 10:23, 24). Қандақ қилип бу принцип пайдилиқ оюн-тамашини таллаш билән бағлиқ? Өзүңиздин: «Мән таллавалған оюн-тамашә башқиларға қандақ тәсир қилиду?» дәп сорап көрүң.
21 Еһтимал, вижданиңиз сизниң пикриңизчә «қанунлуқ» яки мувапиқ дәп тапқан оюн-тамашини таллавелишқа йол қойиду. Амма виждани бәк сезимчан етиқатдашлар уни натоғра дәп тапса, бәлким, униңдин ваз кечишни қарар қилисиз. Немишкә? Чүнки сиз етиқатдашлириңизниң Худаға болған садақәтмәнлигини сақлашни қийинлаштуруп, Коринтлиқларға 1-хәт 8:12; 10:32). Бүгүнки күндики һәқиқий мәсиһийләр «қанунлуқ», бирақ мустәһкәмлимәйдиған оюн-тамашидин нери туруши арқилиқ Паулниң ғәмхорлуқ вә зерәклик билән бәргән мәслиһитигә қулақ салиду (Римлиқларға 14:1; 15:1).
«қериндашлириңизға қарши» яки Паул дегәндәк һәтта «Мәсиһкә қарши гуна қилишни» халимайсиз. Сиз «путликашаң таш болмаңлар» дегән мәслиһәткә җиддий риайә қилисиз (22. Немишкә шәхсий мәсилиләрдә өз көзқаришимизда турувалмаслиғимиз керәк?
22 Башқиларниң пайда-мәнпәитини ойлиғанда, йәнә бир нәрсини есимизда тутушимиз керәк. Виждани бәк сезимчан мәсиһий һәммә етиқатдашлиридин оюн-тамашиларға тегишлик өзиниң көзқаришини қобул қилишни тәләп қилмаслиғи керәк. Шундақ қилса, уни һайдиғучиларниң һәммисидин өзи халиған илдамлиқ билән меңишни тәләп қилидиған һайдиғучи билән селиштурушқа болиду. Виждани бәк сезимчан мәсиһий меһир-муһәббәт көрситип, етиқатдашлириниң өзиниңкидин пәриқлинидиған, лекин Муқәддәс китапниң принциплириға мувапиқ оюн-тамашиларға нисбәтән көзқаришини һөрмәтлиши керәк. Нәтиҗидә, униң «әқил-парасәтлиги барлиқ адәмләргә мәлум болиду» (Филипиликләргә 4:5; Вәз 7:16).
23. Пайдилиқ оюн-тамашини таллавалғанлиғиңизға қандақ көз йәткүзәләйсиз?
23 Хуласиләп ейтқанда, қандақ қилип пайдилиқ оюн-тамашини таллавалалайсиз? Худа Сөзидә ениқ әйиплинидиған пәскәш һәм әхлақсиз ишлар очуқ көрситилидиған һәрқандақ оюн-тамашини рәт қилиң. Муқәддәс китапта тилға елинмиған оюн-тамашиға нисбәтән Худа Сөзидики принципларға риайә қилиң. Башқиларниң, болупму етиқатдашлириңизниң, көңлини ағритидиған вә вижданиңизни напак қилидиған һәрқандақ оюн-тамашини рәт қилишқа тәйяр болуң. Бу мәсилидики җүръитиңиз Худани мәдһийиләп, сизни һәм аилиңизни Униң меһир-муһәббитидә сақлашқа ярдәм бәрсун.
^ 19-абзац Оюн-тамашиларни таллашқа тегишлик башқа принципларни мону айәтләрдин тепишқа болиду: Пәнд-нәсиһәтләр 3:31; 13:20; Әфәсликләргә 5:3, 4; Колосилиқларға 3:5, 8, 20.