Мәтта китави 19:1—30
19 Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Җәлилийә өлкисидин кетип, Иордан дәриясиниң у қетиға өтүп, Йәһудийә өлкисиниң чегарилириға кәлди.
2 Нурғун кишиләр униңға әгишип кәлгән еди. Әйса шу йәрдә кесәлләрни сақайтти.
3 Пәрисийләр Әйсани синаш мәхситидә униң йениға келип: «Бир адәмниң һәрқандақ бир ишни сәвәп қилип аялидин аҗришиши Қанунға уйғунму?»— дәп сориди.
4 Әйса мундақ җавап бәрди: «Яратқучи дәсләптә уларни әр вә аял қилип яратқанлиғини оқумидиңларму?
5 У шундақ дегән: “Шуниң үчүн әр киши ата-анисидин айрилип, өз аяли билән бағлиниду вә иккиси бир тән болиду”.
6 Демәк, әнди улар икки әмәс, бир тәндур. Шуңа, Худа бир боюнтуруқ астида қошқанни, инсан айримисун».
7 Улар Әйсадин: «Ундақта, Муса пәйғәмбәр немә үчүн аҗрашмақчи болған киши аялиға аҗришиш хетини бәрсила болидиғанлиғини ейтти?»— дәп сориди.
8 Әйса уларға: «Силәрниң бағриңлар таштәк болғачқа, Муса аяллириңлардин аҗришишқа рухсәт бәргән. Бирақ дәсләптә ундақ әмәс еди.
9 Силәргә ейтип қояйки, кимки җинсий әхлақсизлиқтин башқа һәрқандақ бир ишни сәвәп қилип, аялидин аҗришип, башқа бири билән той қилса, у зина қилған болиду»,— деди.
10 Шагиртлири Әйсаға: «Әгәр әр билән униң аяли оттурисидики мунасивәт шундақ болса, ундақта той қилмаслиқ яхши екән»,— дейишти.
11 Әйса уларға: «Бу сөзни һәммила адәм әмәс, бәлки Худадин бу соғиға еришкәнләрла қобул қилалайду.
12 Кишиләрниң той қилмаслиғиниң сәвәви хилму-хилдур: бәзиләр туғма җинсий аҗизлар, бәзиләр башқилар тәрипидин ахта қилинғанлар*, йәнә бәзиләр Худа Падишалиғи* үчүн той қилиштин ваз кәчкәнләрдур. Шуңа, той қилмай яшашни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун»,— деди.
13 Шу чағда балиларниң үстигә қолини қоюп, улар үчүн дуа қилсун дәп кишиләр кичик балиларни Әйсаниң алдиға елип кәлди. Лекин шагиртлар әшу кишиләрни әйиплиди.
14 Әйса: «Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худа Падишалиғи дәл мошуларға охшашларға мәнсүптур»,— деди.
15 Әйса қоллирини балиларниң үстигә қоюп, улар үчүн дуа қилғандин кейин, шу йәрдин кетип қалди.
16 Шуниңдин кейин бир жигит Әйсаниң алдиға келип: «Устаз, мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн қандақ яхши ишларни қилишим керәк?»— дәп сориди.
17 Әйса жигиткә: «Немә үчүн мениңдин яхшилиқ тоғрилиқ сорайсән? Пәқәт бирла Худа яхшидур. Мәңгүлүк һаятқа еришмәкчи болсаң, Униң әмирлиригә бойсунғин»,— деди.
18 Жигит: «Қайси әмирләрни дәйсиз?»— дәп сориди. Әйса мундақ деди: «Қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә,
19 ата-анаңни һөрмәт қил вә башқиларни* өзүңни сөйгәндәк сөй».
20 Жигит: «Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән, йәнә немә қилишим керәк?»— дәп сориди.
21 Әйса униңға: «Әгәр қиливатқанлириңниң мукәммәл болушини халисаң, берип барлиқ мал-мүлкүңни сетип, пулуңни кәмбәғәлләргә бәргин. Шундила асманда ғәзнәң болиду, андин келип маңа әгәшкин»,— деди.
22 Жигит бу сөзләрни аңлап, қаттиқ қайғуруп шу йәрдин кетип қалди, чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.
23 Шуниң билән Әйса шагиртлириға: «Силәргә һәқни ейтип қояйки, бай кишиниң Худа Падишалиғиға кириши тәс болиду.
24 Йәнә силәргә ейтимәнки, байниң Худа Падишалиғиға киришигә қариғанда, төгиниң жиңнә төшүгидин өтүши асанирақ»,— деди.
25 Буни аңлиған шагиртлар интайин һәйран болуп: «Ундақта, ким қутқузулушқа еришәләйду?»— дәп сориди.
26 Әйса уларға қарап: «Бу инсанларниң қолидин кәлмәйду, амма Худаниң қолидин кәлмәйдиған иш йоқтур»,— деди.
27 Буниң билән Петрус: «Мана, биз һәммә нәрсилиримизни ташлап, сизгә әгәштуқ, биз немигә еришимиз?»— дәп сориди.
28 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: «Силәргә һәқни ейтсам, барчә нәрсиләр йеңиланған вақитта, Инсан Оғли шан-шәрәп тәхтидә олтириду. Шу чағда маңа әгәшкән силәрму 12 тәхттә олтирип, исраилларниң 12 қәбилисини һөкүм қилисиләр.
29 Мениң исмим үчүн өйлири, ака-инилири, һәдә-сиңиллири, ата-анилири, бала-чақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси өзлири йоқатқанлиридин йүз һәссә артуғираққа еришип, мәңгүлүк һаятни мирас алиду.
30 Лекин алдинқилири болған нурғун кишиләр ахирқилири болиду вә ахирқилири болғанлар алдинқилири болиду.