Мәтта китави 20:1—34
20 Худа Падишалиғи* таң сәһәрдә үзүмзарлиғиға ишләшкә адәмләрни яллашқа чиққан бир йәр егисигә охшайду.
2 У ишчиларни күнигә бир күмүч тәңгә* беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.
3 Саат тоққуз* әтрапида у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар турған башқа кишиләрни көрүпту.
4 Уларға: “Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, тегишлик һәққиңларни беримән”,— дәпту.
5 Улар үзүмзарлиққа берипту. Саат он иккидә* вә чүштин кейин саат үчләрдә* у йәнә чиқип, бирнәччә ишчиларни яллапту.
6 Саат бәшләрдә* у йәнә чиқип, бекар турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: “Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар турисиләр?”— дәп сорапту.
7 Улар: “Бизни һечким ишқа яллимиди”,— дәп җавап берипту. Йәр егиси уларға: “Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар”,— дәпту.
8 Кәч киргәндә үзүмзарлиқниң егиси қол астидики башқурғучиға: “Ишчиларни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап, әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәргин”,— дәпту.
9 Чүштин кейин саат бәштә* келип ишлигәнләр бир күмүч тәңгидин* апту.
10 Әң авал ишқа ялланғанларға новәт кәлгәндә, улар көңлидә көпирәк иш һәққи алимиз дәп ойлапту, амма уларниң һәрбири бир күмүч тәңгә* апту.
11 Улар иш һәққини қолиға алғанда, үзүмзарлиқниң егисидин рәнҗип:
12 “Ахирида кәлгәнләр пәқәт бир саат ишлиди. Биз болсақ, күн бойи қаттиқ иссиқта җапа чекип ишлидуқ, бирақ сиз бизгә уларға охшаш иш һәққи бәрдиңиз”,— дейишипту.
13 Үзүмзарлиқниң егиси уларниң биригә мундақ җавап қайтурупту: “Достум, саңа наһәқлиқ қилмидим. Сән билән бир күмүч тәңгигә* келишмигәнмидуқ?
14 Сән иш һәққиңни елип кетивәр, саңа қанчилик бәргән болсам, әң ахирида кәлгәнләргиму шунчилик беришни халаймән.
15 Өз пулумни өзүм халиғанчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Яки яхшилиқ қилғанлиғимни көрәлмәйватамсән?”
16 Шуниңға охшаш ахирқилар алдинқилар болуп, алдинқилар ахирқилар болиду».
17 Йерусалимға кетип барғинида Әйса 12 шагиртини айрим йениға чақирип йолда уларға мундақ деди:
18 «Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз, шу йәрдә Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириниң қолиға тапшурулиду.
19 Улар уни ят хәлиқ кишилириниң қолиға тапшуруп бериду. Ят хәлиқләр уни мәсхирә қилип, қамчилап, түврүк яғачқа миқлайду. Лекин у үчинчи күни тирилиду».
20 Шу чағда Зәбәдийниң аяли икки оғлини елип, Әйсаниң алдиға кәлди вә униңға һөрмәт-еһтирам билдүрүп*, бир нәрсини соримақчи болди.
21 Әйса аялдин: «Немини халайсиз?»— дәп сориди. Аял униңға: «Маңа вәдә бериң, Падишалиғиңизда бу икки оғлумниң бири оң йениңизда, бири сол йениңизда олтарсун»,— деди.
22 Амма Әйса уларға: «Силәр өзүңларниң немә сораватқанлиғиңларни билмәйватисиләр. Мән ичидиған қәдәһтин ичәләмсиләр?»— дәп сориди. Улар: «Ичәләймиз»,— дәп җавап беришти.
23 Әйса уларға: «Силәр һәқиқәтән мән ичидиған қәдәһтин ичисиләр, бирақ оң яки сол йенимда кимниң олтиришини таллаш мениң ихтияримда әмәс, Атам бу орунларни ким үчүн тәйярлап қойған болса, шулар олтириду»,— деди.
24 Башқа он шагирт буни аңлиғанда, бу ака-ука иккисигә қаттиқ аччиқланди.
25 Әйса уларни алдиға чақирип мундақ деди: «Силәр дунияда һөкүмранларниң өз пухралири үстидин өзлири халиғанчә һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини вә һоқуқдарлар күчидин пайдилинип, наһәқ һоқуқ жүргүзидиғанлиғини билисиләр.
26 Силәрниң араңларда бундақ иш әсла болмисун. Араңларда ким жуқури мәртивилик болушни халиса, у башқиларға хизмәткар болсун.
27 Араңларда ким биринчи болушни халиса, силәргә қул болсун.
28 Чүнки Инсан Оғли башқиларни өзигә хизмәт қилдуруш үчүн әмәс, бәлки өзи хизмәт қилип, нурғунлар үчүн өз җенини төләм сүпитидә беришкә кәлди».
29 Улар Ериха шәһиридин чиққанда, топ-топ кишиләр Әйсаға әгишип маңди.
30 Йол бойида олтарған икки қарғу киши Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқанлиғини аңлап: «Һәзритим, падиша Давутниң әвлади, бизгә рәһим-шәпқәт қилғайсиз!»— дәп вақирашти.
31 Халайиқ уларни әйипләп, вақиримаслиқни ейтти. Лекин улар: «Һәзритим, падиша Давутниң әвлади, бизгә рәһим-шәпқәт қилғайсиз!»— дәп техиму үнлүк вақириди.
32 Әйса тохтап, уларни чақирип: «Силәргә немә иш қилип берәй?»— дәп сориди.
33 Улар униңға: «Һәзритим, көзлиримизни ачқайсиз»,— дейишти.
34 Әйса уларға ич ағритип, қолини уларниң көзлиригә тәккүзгән еди. Көзлири шу һаман ечилип кәтти вә улар Әйсаға әгишип маңди.
Изаһәтләр
^ Сөзму сөз «асман Падишалиғи».
^ Сөзму сөз «динар».
^ Сөзму сөз «үчинчи саат».
^ Сөзму сөз «алтинчи саатта».
^ Сөзму сөз «тоққузинчи саатта».
^ Сөзму сөз «он биринчи саатта».
^ Сөзму сөз «он биринчи саатта».
^ Сөзму сөз «динардин».
^ Сөзму сөз «динар».
^ Сөзму сөз «динарға».
^ Яки «тазим қилип».